Нәфисә оғуз: “бигунаһ тағам вә хәлқим үчүн һечболмиғанда гуваһлиқ бериш бурчум бар!”
2023.04.04

2-Април күнидин башлап нәфисә оғуз исимлик бир уйғур қизниң уйғур, түрк, инглиз вә хитай тиллирида тиветтер, фейсибук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқатқан видийолуқ гуваһлиқи бәлгилик диққәт вә инкас қозғимақта.
Нәфисә 4 хил тилдики бу гуваһлиқ видийолирида тағиси алим абдукеримниң 2017-йили 8-айниң 28-күни үрүмчидә сақчилар тәрипидин елип кетилип икки йилғичә хәвири болмиғанлиқи, кейин униң корла шәһиридики бир түрмидә туруватқанлиқи һәққидә учурларға еришкәнликини қәйт қилған. У гуваһлиқиниң ахирида хитай һөкүмитиниң 6 йилдин буян бигунаһ һалда тутуп туруливатқан тағисини дәрһал қоюп беришни тәләп қилған. У қолида тағисиниң кимлики вә сүритини тутуп туруп бәргән бу гуваһлиқидин қариғанда, униң тағиси алим абдукерим 1989-йили 4-айниң 15-күни туғулған икән.
Биз нәфисәдин тутқундики тағиси алим абдукеримниң вәзийити һәққидә тәпсилий мәлуматлар елиш үчүн, униң билән алақилаштуқ. Нәфисә оғуз 4-април күни истанбулдин телефон зияритимизни қобул қилди.
Нәфсәниң тағиси алим абдукерим тутуп кетилгәндин кейин, у уруқ-туғқанлири вә хитайниң иҗтимаий алақә васитилири қатарлиқ охшимиған учур мәнбәлири арқилиқ учур игиләшкә тиришқан. Униң ейтишичә, яш компйотер инженери алим абдукерим аиливи ширкәт болған “халис ташқий сода чәклик ширкити” дә компйоторвә интернет ишлириға мәсул болуп ишлигән икән, у тутулғандин кейин бу ширкәтму тақилип қалған. Һазир у корладики биңтуән 2-дивизийәсиниң түрмисидә 3153 номурлуқ мәһбус сүпитидә тутуп туруливатқан болуп, униң қандақ җинайәт билән қанчә йиллиқ кесилгәнлики мәлум әмәс икән.
Мәзкур сөһбәтниң тәпсилатини йоқуриқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.