Нурсимангүл абдурешит: “ташқий дуня уйғурлар тоғрилиқ талаш-тартиш қиливатқан минутларда бизниң йилтизимиз қирқилмақта”
2021.09.13
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, әнгилийәдә “уйғур сот коллегийәси” 2-қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғини ечилип, лагир шаһитлири вә тонулған мутәхәсссиләр хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан җинайәтлирини тәрәптин-тәрәптин паш қиливатқан бир мәзгилдә, мәркизи әнгилийәдики “ITV” қанилиниң бейҗиңда турушлуқ мухбирлири уйғур елидики зиярити асасида ишләнгән бир Син хәвириНи тарқатти. Мәзкур син хәвири хитай һөкүмити “уйғур сот коллегийәси” ниң гуваһлиқ аңлаш йиғинида гуваһлиқ бәргүчиләрни “артистлар”, “ялғанчилар” дәп әйибләватқан, хитай өзиниң җинайәтлирини йошуридиған тәшвиқатини кеңәйтиватқан бир мәзгилдә елан қилинип, зор инкас қозғиди.
Мәзкур Син хәвириДә “ITV” қанилиниң мухбири дәби едвардниң қәшқәр тоққузаққичә берип, нурсимангүл абдурешитниң лагерға қамалған ата-аниси вә қериндашлириниң из-дерикини қилиш җәряни тәпсилий көрситилгән.
Нурсимангүлниң радийомизға ейтип беришичә, у ата-ана, қериндашлириниң из-дерикини қилиш җәрянида таки қәшқәргичә берип өйидикиләрниң из-дерикини қилалайдиған бир мухбир издигән. Ахири униң бу арзуси “ITV” қанили мухбирлириниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә ишқа ашқан.
“ITV” қанилиниң мухбирлири нурсимангүл тәминлигән адресқа асасән уларниң тоққузақтики өйини тепип барған. Синлиқ хәвәрдә көрситилишичә, нурсимангүлниң тоққузақтики өйини тепиш қейинға тохтимиған болсиму, бирақ улар өйни тепип барғанда сиртидин қулупланған бу қораниң аллиқачан ташлинип қалған харабилиққа айланғанлиқини көргән. Мухбирлар нәқ мәйданда туруп нурсимангүлгә телефон қилип, өйини көрсәткән.
Нурсимангүл “улар өйимизниң дәрвазисиниң рәсимини маңа әвәткәндә йүриким һаяҗандин йерилип кетәйла дәп қалди,” деди.
Бирақ у мухбирларниң ярдими билән ташландуқ харабилиққа айланған қорасини көргинидә, қобул қилғуси кәлмәйватқан аччиқ реяллиқ билән йүзләшкән.
Хитай һөкүмити райондики қилмишлирини мәйли қандақ шәкилдә инкар қилишидин қәтийнәзәр, мәзкур син хәвири милйонлиған уйғур аилириниң қандақ вәйран қилиниватқанлиқиниң, уларниң излириниң қандақ өчүрүливатқанлиқиниң җанлиқ бир пакити сүпитидә зор инкас қозғиди.
Нурсимангүл 2020-йилиға кәлгәндә, тутқундики ата-аниси вә қериндашлириға 2017-йили 13-декабир күни җаза һөкүми кесилгәнликини вә уларниң айрим-айрим һалда 13 йил, 16 йил вә 19 йиллиқтин кесилгәнликидин хәвәр тапқан иди. Нурсимангүл радийомиз арқилиқ дуня җамаәтчиликигә хитаб қилип: “һәрқайси дөләт һөкүмәтлири һазирғичә уйғурлар йолуқуватқан бу вәзийәткә қандақ исим қоюшни талаш-тартиш қиливатқан мушу минутларда, бизниң аилилиримиз, йилтизимиз, кимликимиз ханивәйран қилиниватиду, изи йоқитиливатиду, әмди биз һәрикәткә өтмисәк толиму кечиккән болимиз,” деди.