Уйғур, тибәт, моңғул вә хоңкоңлуқлар японийәдә бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши намайиш қилди
2021.04.27

Японийәдики уйғур, тибәт моңғул вә хоңкоңлуқлар японийәниң нагано шәһиридә бирләшмә намайиш өткүзүп һәр қайси дөләтләрни 2022-йили хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши турушқа чақирди.
25-Апрел күни өткүзүлгән намайишқа дуня уйғур қурултийи, японийәдә паалийәт елип бериватқан тибәтликләр җәмийити, моңғул, хоңкоңлуқларниң аммиви тәшкилатлири вә японлуқларниң аммиви тәшкилатидин болуп 11 тәшкилаттин 60 әтрапида киши иштирак қилди. Намайишта қоллирида байрақлирини вә хитайға қарши лузункиларни көтүрүвалған намайишчилар дунядики һәр қайси дөләтләрни 2022-йили хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақириш билән бирликтә, хитайни уйғур, тибәт, моңғул вә хоңкоңлуқларға елип бериватқан бастуруш сияситини дәрһал тохтитишқа чақирди.
Мәзкур бирләшмә намайиш тоғрисида дуня уйғур қурултийиниң японийәдики вәкили илһам мәхмут әпәнди мәлумат бәрди.
Илһам махмутниң ейтишичә, 2008-йили 4-айниң 18-күни бейҗиң олимпик мәшилигә от йеқиштин бурун японийәниң нагасаки шәһиридә хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпик мусабиқисигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлгәникән.
13 Йилдин кейинки бүгүнки күндә охшаш вақитта охшаш мәйданда келәр йили хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш паалийити өткүзүлгән. 13 Йил бурунқи намайишқа иштирак қилған илһам махмут әпәнди, 13 йил бурун намайишчилар пүтүн дуняни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитишқа чақирған болсиму һәрқайси дөләтләрниң писәнт қилмиғанлиқини, бүгүнки күндә хитайниң дуняниң тинчлиқини бузуватқанлиқини баян қилди.
Илһам махмут әпәнди бирләшмә намайиш җәрянида тибәт тәшкилатиниң рәиси сөзлигән сөзидә хитайниң уйғурларға елип бериватқан қаттиқ бастуруш сиясити һәққидә тохталғанлиқини билдүрди.
Илһам махмут әпәнди дөләтләрни 2022-йили хитайда өткүзүлмәкчи болған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақириш паалийитидә сөз қилған японийәдә паалийәт елип бериватқан моңғул җәмийити мәсулиниңму уйғур мәсилиси тоғрисида тохталғанлиқини баян қилди.
Илһам махмут әпәнди паалийәтниң мувәппәқийәтлик өткәнликини, ахбаратлардиму орун берилгәнликини тәкитлиди.
Мәзкур намайишта 11 аммиви тәшкилат ортақ елан қилған мәтбуат баянатта әгәр 2022-йилидики қишлиқ олимпикниң бейҗиңда ечилишиға рухсәт қилинса, олимпик роһи зиянға учрайдиғанлиқини, олимпик мусабиқисиниң роһини қоғдап қелиш үчүн, әгәр хитай азсанлиқ милләтләргә елип бериватқан бесим сияситини тохтатмиса бейҗиңда өткүзүлмәкчи болған 2022-йили қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилишқа давам қилидиғанлиқи баян қилинған.