Кәшмирдә он миңлиған киши наразилиқ намайиши өткүзди
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.28
2008.06.28
Намайишчиларниң ейтишичә, һиндистан һөкүмитиниң бу һәрикити аһалисиниң мутләқ көп қисими мусулманлардин тәшкил тапқан кәшмиргә һиндуларниң келип орунлишишиға юл ичиши вә бу районда һиндуларниң нопус нисбитини көпәйтиветиши мумкин икән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һиндиистан сақчилири намайишчиларни тарқитиш көздин яш аққузидиған газ ишләткән һәмдә һаваға оқ чиқарған. Хәвәрдә ейтилишичә, сақчилар билән намайишчилар оттурисида чиққан тоқунушларда үч киши өлгән вә аз дегәндә 12 сақчи вә 29 нәпәр намайишчи яриланған.
Һиндистан һөкүмәт даирилири, һөкүмәтниң кәшмиргә һинди нопуси орунлаштуруш вә райондики һиндуларниң санини көпәйтиш пилани барлиқи тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилмақта.
Һиндистан һөкүмити кәшмир мусулманлириниң мустәқиллиқ һәрикитини бастуруш вә кәшмир үстидики контроллуқини сақлап туруш үчүн, районға 700 миң һәрбий қисим орунлаштурған. Районниң мустәқиллиқи үчүн көрәш қиливатқан мусулман гуруппилар билән һиндистан һәрбий қисимлири оттурисида қанлиқ тоқунушларға сәһнә болған кәшмир, мусулманлар күп санни игиләйдиған һиндистанниң бирдин бир өлкиси һесаблиниду.
Хәвәрләргә қариғанда, кәшмир ниң мустәқиллиқи үчүн паалийәт елип бериватқан мусулман гуруппилар билән һиндистан бихәтәрлик қисимлири оттурисидики йүз бәргән тоқунушларда һазирғичә он миңлиған киши өлгән.