Қанлиқ тарих унтулмайду: тйәнәнмен қирғинчилиқидин уйғур ирқий қирғинчилиқиға қәдәр
2023.06.06
“қанлиқ тарих унтулмайду, мустәбит һакимийәтләр инсанларни әркинликидин мәһрум қилалисиму, уларниң тарихий әслимисини йоқиталмайду! ”
4-Июн күни дуняниң һәрқайси җайлиридики 33 шәһәрдә охшаш болмиған шәкилләрдә 1989-йили хитай пайтәхти бейҗиңда йүз бәргән “4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң 34 йиллиқини хатириләш паалийәтлири өткүзүлгән, һалбуки хитайда мәзкур вәқәгә мунасивәтлик пүткүл учурлар чәкләнгән. “қирғинчилиқ бир қетимла йүз бәрмиди” намлиқ хәвәргә қариғанда, хитай һөкүмити бирқанчә һәптә илгирила 3-4-5-июн күнлири барлиқ иҗтимаий таратқуларда “4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи” ға мунасивәтлик сөз, сан-сифер, рәсим, шоар, танка сүрәтлири вә башқа барлиқ назук учурларниң тарқилишини тамамән чәкләш буйруқи чүшүргән.
“германийә долқунлири” радийосида 5-июн елан қилинған “хоңкоңда 4-июн вәқәсини ашкара хатириләшкә болмайду, 20 дин артуқ киши хоңкоң сақчилири тәрипидин тутуп кетилди” намлиқ хәвәрдә баян қилишичә, 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқини һәр йили зор дағдуға билән хатириләйдиған хоңкоңда өткүзүлгән мурасимға қатнашқанларниң сани бу йил әң аз болған. Шундақтиму, 23 киши “җәмийәт аманлиқиға бузғунчилиқ қилди” дегән баһанә билән тутуп кетилгән. Хитай һакимийити ахирқи 3 йилда хоңкоңлуқларниң бу қанлиқ тарихни әслишигә йол қоймай кәлгән.
Хитай һакимийитиниң өз хәлқиниң коммунистик партийәниң қанлиқ тарихини коллектип әслишидин қорқидиғанлиқи баян қилинған “хоңкоңда 4-июн: шәхсий әслимиләр өлмәйду, коллектип әслимиләр вәһимә пәйда қилиду” намлиқ хәвәрдә илгири сүрүшичә, хитай нөвәттә хоңкоңда 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқини хәлқниң хатирисидин пүтүнләй ююп ташлаш үчүн һәрикәт қилмақтикән. Бирақ хоңкоң зиялийлири инсанларниң бу “қанлиқ тарихни унтуялмайдиғанлиқини, мустәбит һакимийәтләр кишиләрни әркинликидин мәһрум қилалисиму, уларниң тарихий әслимисини йоқиталмайду” ғанлиқини баян қилишқан. Тәйвәндә болса бу хатириләш паалийити зор көләмдә өткүзүлүп, 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқиниң символи болған “номус түврүки” ниң тәқлидий өрники тикләнгән.
“фирансийә авази” радийоси 4-июн елан қилған “4-июн бастуруш һәрикити хитай коммунистик партийәсиниң һөкүмранлиқиниң қанунийлиқини пүтүнләй инкар қилди” намлиқ зиярәт хатириси мундақ җүмлиләр билән башланған: “бундин 34 йил илгирики 6-айниң 4-күни, хитай һөкүмити икки айға йеқин вақит ичидә мәмликәтниң һәммә җайлирини қаплиған, җәмийәтниң барлиқ қатламлириға қәдәр сиңгән демократийәгә болған тәләпләрни тинч шәкилдә ипадиләш һәрикитигә аптомат, танкилар билән хатимә бәрди. 34 Йилдин буян хитай һөкүмити ғайәт зор тәшвиқат машинилири вә пикирләрни назарәт қилиш үскүнилиригә тайинип, бу һәрикәтни вә 6-айниң 4-күнини җамаәт пикри бошлуқиниң чәкләнгән райониға айландуруп, бу бир мәйдан зилзилә пәйда қилған паалийәтни һәмдә сансизлиған бәхтсиз қурбанлар тоғрисидики хатириләрни үнсиз-садасиз йоқитишқа урунуп кәлди.”
Хәвәрдә йәнә мундақ җүмлиләргә орун бәргән: “хитай һөкүмити изчил һалда өзлириниң барлиқ қара тарихини ююветишкә урунуп кәлмәктә. Уларниң ‛йәттини сөзлимәслик‚ дәйдиған бәлгилимиси бар. Буниң бири болса ‛тарихий хаталиқларни сөзлимәсликтур‚ . Әмма биз тарихни әстә тутмақчи болсақ, 4-июнниң тарихини әстә тутушимиз, ‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ ниң тарихини әстә тутушимиз, үрүмчидики от апитини әстә тутушимиз, шаңхәйдики үрүмчи оттура йолини әстә тутушимиз лазим. Буларниң һәммиси тарихни әстә тутушниң тәркибий қисимлиридур.”
Әлвәттә, ахбарат васитилири бундин 34 йил илгири йүз бәргән 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи вә хитай һакимийитиниң қанлиқ тарихи һәққидә тохталғанда, кишиләрниң каллисини тәбиий һалда уйғур диярида һелиһәм давам қиливатқан уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисидики пикирләрниң ғидиқлимаслиқи мумкин әмәс.
Фирансийәдики лагер шаһити гулбаһар хативаҗи ханим бу һәқтә тохталғанда, шәрқий түркистандики көп қетимлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниңму хитай һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулғанлиқини, йеқинқи 6-7 йилдин буян дуняниң көз алдидила уйғур ирқий қирғинчилиқиниң давам қиливатқанлиқини баян қилип өтти.
Голландийәдики лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим бу хусуста қаришини билдүргәндә, 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи бундин 34 йил илгири йүз бәргән болса, уйғур ирқий қирғинчилиқи техиму зор көләмдә, техиму вәһший усулда һәммимизниң көз алдида бүгүн йүз бәргәнликини тилға алди.
“4-июн бастуруш һәрикити хитай коммунистик партийәсиниң һөкүмранлиқиниң қанунийлиқини пүтүнләй инкар қилди” намлиқ зиярәт хатирисидә изаһлинишичә, хитай компартийәсиниң қанлиқ тарихи ялғуз 4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи биләнла чәкләнмәйдикән. Хитай компартийәси “йәр ислаһати” , “чоң ачарчилиқ”, “мәдәнийәт зор инқилаби” дәврлиридиму сансизлиған инсанларниң һаятиға замин болған икән.