Қирғизистан вә өзбекистандики уйғурлар 8-нөвәтлик д у қ вәкиллирини сайлиди
2024.07.29
27-Вә 28-июл күнлири дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғур җамаити 8-нөвәтлик дуня уйғур қурултийи (д у қ) ниң вәкиллирини сайлаш паалийити өткүзди. Шу қатарида қирғизистан вә өзбекистан уйғурлириму җамаәт ичидин қурултай вәкиллирини сайлап чиқти.
28-Июл күни қирғизистан уйғурлириниң сайлам паалийити бишкәк шәһиридики аламедин 1-мәһәллисидә уюштурулди. Җамаәт топлишип тоққуз нәпәр вәкил билән тонушуп чиқти һәмдә уларни 8-нөвәтлик д у қ сайлимиға қирғизистандин вәкил қилип сайлиди. Мәзкур паалийәт 7-нөвәтлик дуня уйғур қурултийиниң қирғизистандики вәкиллириниң тәшәббусида уюштурулди. Мәзкур паалийәткә бишкәк шәһири вә униң әтрапидики уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәр вә йезиларниң вәкиллири, аяллар җамаити, юрт ақсақаллири вә җамаәт әрбаблири болуп 30 йеқин киши қатнашти.
Мәзкур паалийәт д у қ ниң қирғизистандики вакаләтчиси розимуһәммәт абдулбақийевниң риясәтчиликидә өткүзүлди. Риясәтчи 8-нөвәтлик вәкилләр қурултийиниң әһмийити, шундақла кейинки йилларда д у қ ниң қилған паалийәтлири вә мувәппәқийәтлирини тонуштуруп өтти. Паалийәт давамида д у қ ниң низамнамиси вә рәисликкә көрситилгән намзатлири тоғрисида соаллар оттуриға қоюлди. Риясәтчи тәртип билән һәр бир соалға чүшәнчә бәрди.
Лекин кейинки йилларда д у қ рәиси долқун әйса әпәнди билән бир сәптә туруш җәрянида уйғур җамаити арисидин бир түркүм вәтәнпәрвәр уйғурлар йетишип чиққан.
Мәзкур паалийәттин үмидләнгән новопокровка йезилиқ аяллар кеңишиниң рәиси асийәм маллабақийева ханим радийо зияритимизни қобул қилди. У 8-нөвәтлик д у қ ға яшларниң намзатлиққа көрситилгәнликидин вә қирғизистан яшлириниң ойғиниватқанлиқидин бәк хурсән болғанлиқини тилға елип, д у қ дин чоң үмидләрни күтидиғанлиқини билдүрди.
Мәлум болушичә, 8-нөвәтлик д у қ ға өз намзатлирини көрситиш үчүн 1-июлғичә торда тизимлитиш зөрүр болған. Шу сәвәбтин қирғизистандин тоққуз киши өзлирини вәкил намзатлиқиға көрсәткән. Д у қ ниң тәшкилий һәйити мәзкур тоққуз кишиниң намзатлиқини мақуллиған. Мәзкур паалийәткә қатнашқан уйғур җамаитиниң ақ сақаллиридин ғәйрәт җаһанов әпәнди радийо зияритимизни қобул қилип, паалийәт һәққидики тәсиратлирини биз билән ортақлашти.
27-Июл күни сайлам паалийити йәнә өзбекистанниң ташкәнт шәһиридә өткүзүлди. Бу җайдики паалийәт сергили тумән наһийәсидики уйғур җамаитиниң тәшәббусида уюштурулди. Өзбекистан җамаити 8-нөвәтлик д у қ ға билимлик вә тәҗрибилик үч нәпәр вәкилни әвәткән болуп, филологийә пәнлириниң доктори рузийева дилбәр, һоқуқшунас илғар әлийев вә бинакар әзиз муптилайевлар шулар қатаридин орун алди.
Мәзкур паалийәтниң тәшкиллигүчилиридин болған мунаҗидин һавайдулайев әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мәзкур паалийәтниң имкан қәдәр демократик шәкилдә уюштурулғанлиқини тилға алди, шундақла өзиниң һаяҗанлиқ тәсиратини сөзләп өтти.
Қирғизистан вә өзбекистан җумһурийәтлири оттура асиядики уйғурлар бир қәдәр көп олтурақлашқан мәмликәтләрдур. Бу дөләтләрдики уйғурлар уйғур хәлқиниң миллий мустәқиллиқ йолида өз төһпилирини қошушқа тиришип, имканийәтниң яр беришичә тегишлик паалийәтләрни давам қилип кәлмәктә.