Һамид карзай ғәрб әллиридин әскәр чекиндүрүш вақит җәдвили тәләп қилди
Мухбиримиз вәли
2008.11.26
2008.11.26
Б б с ниң баян қилишичә, һамид карзай уларға 'әгәр афғанистан хәлқи қараңғулуқта қалғанда таң нурини көрәлмисә, өзиниң чиқиш йолини таллаш һоқуқи бар, бу талибанлар билән сөһбәт өткүзүшниму өз ичигә алиду' дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, һазир афғанистанниң шәрқ вә җәнуб тәрәплиридә талибанларниң қораллиқ һәрикәтлири барғансири көпийип, афған хәлқиниң нөвәттики бихәтәрлик вәзийитидин нарази болуватқанлиқи, һазир вәзипә өтәватқан вә келәр қетимлиқ президент сайлимиға қатнишини ойлаватқан һамид карзай үчүн қийинчилиқ туғдурмақта.