Америка бермидики диний өчмәнлик вәқәлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
2012.06.09
Мәлум болушичә аптобустики мусулманларни басқунчилиқ җинайити өткүзди, дәп хата тонуп қалған бир топ будда раһиблири өткән йәкшәнбә күни бу мусулманлар олтурған аптобусқа һуҗум қилған вә буларни аптобустин тартип чиқирип топлишип урған. Вәқәдә 10 адәм өлгән болуп, шундин кейин берма вәзийити бир қәдәр җиддийләшкән.
Бу мунасивәт билән америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси вектория нуланд җүмә күни елан қилған баянатида мундақ деди: биз 10 нәпәр мусулман тавапчиларниң өлтүргәнлики һәққидики хәвәрни аңлап толиму әндишә қилдуқ һәмдә бу вәқәдә һаятидин айрилғанларға ечиндуқ.
У йәнә һөкүмәт вә аз санлиқ милләт даирилирини тинчлиқ орнитишқа тиришчанлиқ көрситип, икки тәрәпни һәқиқий сүлһи түзүшкә чақирди.
Мәлум болушичә, бермидики мусулманларниң нопуси омумий дөләт нопусиниң 4 пирсәнтини игиләйдиған болуп, улар дунядики әң көп зиянкәшликкә учрайдиған мусулманлар топи икән.