Дуня сәһийә тәшкилатиниң чошқа зукамидин агаһландуруш дәриҗиси 5 - дәриҗигә көтүрүлди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвиридә, пәйшәнбә күни дуня сәһийә тәшкилатиниң җиддий йиғин чақирип, чошқа зукамидин мудапиәлиниш агаһландуруш дәриҗисини, әслидики 4 - дәриҗидин йәнә бир дәриҗә көтүрүп 5 - дәриҗигә чиқиришни қарар қилғанлиқини көрсәтти.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.30

Бу дуня сәһийә тәшкилати қурулғандин буян хәлқара миқясида тунҗи қетим 5 - дәриҗилик апәттин агаһландуруш елан қилиши һесаблиниду.

Сәһийә тәшкилатиниң хәлқаралиқ ахбаратларға бу һәқтә чүшәндүрүш беришичә, чошқа зукиминиң дуня миқясида инсанлар арисида тарқилишини кәлтүрүп чиқириш мумкинчилики интайин юқири болуп, пүткүл инсанийәт бу апәтниң тәһдити астида.

Дуня сәһийә тәшкилати юқириқи агаһландурушни елан қилғандин сирт йәнә, хәлқарадики мутәхәссисләрниң инсанларни тез арида чошқа зукамидин сақайтиш һәмдә алдини елиш җәһәттә бөсүш характерлик нәтиҗә һасил қилиш үчүн тохтимай тиришиватқанлиқиниму әскәрткән.

Бу қетим инсанийәт дунясиға тәһдит туғдуруватқан H1N1 чошқа зукими нәсли өзгәргән йеңи типтики вирус болғачқа, инсанларда буниңға қарши имонит күчи интайин чәклик икән.

Һазирғичә дуняда мәлум болған чошқа зукамдарлири асасән йеқин арида мексикида саяһәттә болуп баққанлар иди, бүгүн миксикиға берип бақмиған бир юқумдарниң испанийидә мәлум болуши, чошқа зукими вирусиниң адәмдин ‏ - адәмгә тарқилиш күчиниң интайин юқирилиқини көрситидиған тунҗи испат һесаблинидикән.

Чошқа зукими юқум әһвалиға аит әң йеңи учурларға асасланғанда, һазир мексика илгирики санлиқ мәлуматларға түзитиш киргүзүп йеңидин ситатистика елан қилған болуп мексикида мәзкүр вирус тарқалғандин кейин өлгән 168 кишиниң 8 иниң чошқа зукими вируси билән өлгәнлики ениқ болған, қалған 160 өлгүчи үстидә давамлиқ инчикә тәкшүрүш елип берилмақта икән.

Америкида юқумланғанлар 93 кә йетип, буниң ичидә сәйшәнбә күни, мексикидин кәлгән 23 айлиқ бир бовақниң өлгәнлики хәвәр қилинди. Нөвәттә дуняда чошқа зукими вируси сәвәблик өлгәнлики испатланғанларниң сани9.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.