Обама дөләт байриқини йерим чүшүрүп коннектикутта қаза қилғанларға еһтирам билдүрүш буйруқи бәрди

Җүмә күни америкиниң коннектикут штатида йүз бәргән трагедийилик вәқәдин кейин, президент обама америка дөләт байриқини йерим чүшүрүп вәқәдә қаза қилғанларға еһтирам билдүрүш буйруқи бәрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.12.15


Билдүрүлүшичә, америкиниң барлиқ һөкүмәт органлирида дөләт байриқи 18 - декабирғичә йерим чүшүрүлидикән.

Обаманиң мәзкур буйруқидин кейин флорида штатида дөләт йерим чүшүрүлди.

Җүмә күни коннектикут штати невтовин кәнтидики бир башланғуч мәктәпкә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән. Вәқәдә 20 нәпәр башланғуч мәктәп оқуғучисини өз ичигә алған җәмий 26 адәм қаза қилған иди.

Вәқә пүткүл америка хәлқни қайғуға чөмдүрди. Президент обама вәқәдин кейин баянат бериш җәрянида азабқа толған көз яшлирини йошуралмай қалди. Нөвәттә вәқәниң тәпсилат тәкшүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.