Далай лама, урушниң дуня тинчлиқиға еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилғанлиқи вә 20 - әсирдики урушларда 200 милйондин артуқ адәмниң һаятидин айрилғанлиқини көрсәтти. У, 21 - әсир әвладлириниң бәхтлик, тинч вә муһәббәтлик дуня қуруп чиқишта әхлақий мәҗбурийити барлиқини илгири сүрди.
Канададики тибәтләрниң мәдәнийәт мәркизий тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, далай лама 23 - өктәбир торонтода мәзкур мәркәзниң ечилиш мурасимиға қатнишидикән вә мәркәзниң рәсмий иш башлиғанлиқини җакарлайдикән.
Канададики тибәтләрниң мәдәнийәт мәркизи 2008 - йили 17 - өктәбир қурулған болуп, мәркәз канаданиң онтарио штати етобикоке шәһиригә җайлашқан. Мәлум болушичә, нөвәттә онтарио шитатида 4 миңдин артуқ тибәтлик бар болуп, мәзкур мәркәз тибәт мәдәнийитини тарқитиш вә сақлаш мәқситидә қурулған.