Далай лама "хитай тибәтләрни өлүмгә мәһкум қилди," деди

Тибәт роһаний даһийси далай лама японийә зиярити җәрянида 2 - ноябир күни, токйода нутуқ сөзләп, тибәтниң тәқдири һәққидә тохталди һәмдә өзиниң " оттура йол сиясити"ниң нәтиҗә бәрмигәнликини қайта тилға елип, бу айда өткүзилидиған тибәт парламентиниң йиғинида хәлқниң буниңдин кейин тибәтниң тәқдири һәққидә қандақ қарар қобул қилишни өзлири бәлгиләйдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.02

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тибәт роһаний даһийси сөзидә йәнә "қәдимий тибәт мәдәнийитиниң өлүватқанлиқи"ни әскәртиш билән биргә " хитай тибәтләрни өлүмгә мәһкум қилди", дәп тәкитлиди. Нөвәттә, хитайда далай лама вәкиллири билән хитай компартийиси мәркизий бирлик сәп идарисиниң рәһбәрлири арисида сөһбәт давамлашмақта.

Тибәтниң кәлгүси тәқдирини қандақ бәлгиләш мәзмунини оз ичигә алидиған тибәт хәлқ қурултийиниң йиғини 11 - айниң оттурилирида дарамсалада өткүзилиду, буниңға 5 - 600 адәм қатнишиши мумкин.

 Далай лама тибәтләр билән бейҗиң арисидики сөһбәтниң нәтиҗә бәрмәсликидә хитайни әйиблигән болуп, мәсулийәтниң бейҗиң тәрәптә икәнликини билдүргән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.