Чоң қуруқлуқтики йеңи чолпан -долан қойи
Мухбиримиз вәли
2011.09.21
2011.09.21
Сингапорда чиқидиған бирләшмә гезитиму бүгүнки хәвиридә, долан қойини дуняда кәм учрайдиған әтиварлиқ уруқ, униң бәдән шәкли ғәлитә болупла қалмай, у һәм чоң, һәм тез тәрәққий қилидиған, көп гөш чиқидиған, юңиму есил сортлуқ мәһсулат. Бундақ бир қойниң баһаси һазир бир милйон йүән дәп баһа бәрди.
Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, бундақ әтиварлиқ қойдин һазир чоң қуруқлуқта аран 1000 и бар. Ават наһийилик уруқлуқ қой фермисиниң башлиқи лю һазир долан қойини бир милйон берәй десиму сатмайватиду.