Сәнәткар әй вейвей кишилик һоқуқ актиплирини қоллайдиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.09
2011.08.09
Әй вейвей өз әсәрлири арқилиқ хитай һөкүмитини тәнқидләп келиватқан өктичи сәнәткар болуп, хитай һөкүмити уни бу йил 4-айда туюқсиз қолға алған вә хәлқараниң бесими билән икки айдин кейин қоюп беришкә мәҗбур болған иди.
Лекин хитай һөкүмити әй вейвейни “баҗ оғрилаш җинайити” билән қолға алғанлиқи һәмдә униң түрмә сиртида давалиниши үчүн бир мәзгил кепилликкә қоюп берилгәнликини билдүргән иди.
Әй вейвей қоюп берилгән икки айдин буян мухбирларниң зияритини қобул қилишни рәт қилип келиватқан болуп, униң бу қетим хитайдики башқа кишилик һоқуқ актиплириға һесдашлиқ қилиши диққәт қозғиди.