Гуәнтанамодики уйғурлардин үч нәпири палавға беришни қобул қилди
Мухбиримиз ирадә
2009.09.10
2009.09.10
Гуәнтанамодики уйғур мәһбусларниң адвокати җорҗ кларк бирләшмә агентлиқиниң мухбириға бәргән мәлуматида, "мән адвокатлиқини қиливатқан уйғурлардин икки нәпири палавға беришни қобул қилди, улар гуәнтанамодин балдуррақ айрилип, палавда өзлиригә йеңи бир һаят қурушни һаяҗан ичидә күтмәктә," дегән.
Йәнә бир адвокат ерик тиришвелму мухбирларға: "мән адвокатлиқ қиливатқан 4 нәпәр уйғурдин 1 нәпириму палавға беришқа қошулди. У 8 йил аридин кейин әркинликтин бәһриман болушни күтмәктә," дегән.
Бу үч нәпәр уйғурниң әң кәч болғандиму өктәбирниң ахирилирида палавға берип болидиғанлиқи ипадә қилинмақта. Әмма америкиниң палавда турушлуқ юқири дәриҗилик әмәлдари марк безнер өзиниң техи америка даирилиридин бу һәқтә рәсмий бир хәт тапшуруп алмиғанлиқини билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү чаршәнбә күни ахбарат елан қилиш йиғинида бу һәқтә тохтилип, "биз һәр қандақ дөләтниң уларни қобул қилишиға қәтий қарши. Бу уйғурлар бизгә қайтуруп берилиши керәк, дегән.
Америка һазир қалған 10 нәпәр уйғурға баридиған дөләт издимәктә. Бундин аввалму гуәнтанамоға қамалған уйғурлардин 5 нәпири албанийигә, 4 нәпири арал дөлити бермудаға орунлаштурулған иди.