Ичкиридики “шинҗаң толуқ оттура синиплири”ниң оқуш түзүмидә йеңи бәлгилимә чиқирилди
Мухбиримиз үмидвар
2012.02.12
2012.02.12
Шинхуа агентлиқиниң тор сәһиписидики учурдин мәлум болушичә, 2012 - йилидин етибарән шинҗаң толуқ оттура синипиға қобул қилинған оқуғучи мәзкур синипларни ачқан мәктәпләрниң синақ имтиһани тапшуруп, әгәр тәләпкә лайиқ болса, оқуш муддити бир йил, йәни тәйярлиқ синипта оқуш йили қисқартилип, толуқ оттурида 3 йил оқуйдикән, синақтин өтәлмигәнләр бир йил тәйярлиқ синипида оқуйдикән һәмдә пүтүн толуқ оттура синпини пүттүргичә 4 йил вақит кетидикән.
Исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур маарип анализчисиниң инкас қилишичә, бу хитай оқуғучилар билән аз санлиқ милләт оқуғучилириға қаритилған әмәлийәттики бир тәңпуңсизлиқ вә пәрқләндүрүп муамилә қилиштин ибарәт.
Даириләр нөвәттә, ичкиридики шинҗаң толуқ оттура синиплириниң санини тез сүрәттә ашурмақта. Ичкиридики 36 шәһәрдики 66 мәктәптә бу хил синип тәсис қилинип, оқуғучиларниң сани 24 миңдин ашқан. Уларниң мутләқ көп қисими уйғур қатарлиқ хитай әмәс милләт пәрзәнтлиридур.