Ливийидики қозғилаңчилар кеңиши казафйниң сөһбәтлишиш тәлипини рәт қилди

Ливийидики қозғилаңчилар кеңиши шәнбә күни, казафйниң сөһбәтлишиш тәлипини рәт қилди вә казафйниң ливийиниң кәлгүсини бәлгиләштә салаһийити йоқлуқини көрсәтти.
Мухбиримиз җүмә
2011.04.30

Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған ливийә өткүнчи һөкүмәт комитети рәиси абдул һафиз ғога: сүлһи түзидиған вақит кәтти, деди.

У йәнә мундақ деди: ливийә хәлқ кәлгүси ливийидә казафийниң реҗими һәрқандақ шәкилдә мәвҗут болуп турушини қобул қилалмайду.

Казафий шәнбә күни һакимийәттин ваз көчмигән асаста ливийә қозғилаңчилири билән сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини билдүргән.

Казафий шәнбә күни тарқатқан телевизийә баянатида йәнә шималий атлантик әһдә тәшкилатиниму уруш тохтитишқа чақирған иди.

Шималий атлантик әһдә тәшкилати буниңға инкас қайтуруп, казафий бигунаһ хәлққә һуҗум қилишини тохтатмиғучә казафий қисимлириға һуҗум қилишини изчил давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Нөвәттә казафий қисимлириниң барғанчә аҗизлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.