Америка баш әлчиси хитай һөкүмитини мәһбус адвокат ни йүләнни қоюп беришкә чақирди
2012.04.16
Ни йүлән 2002-йилидин буян җәмий 3 қетим түрмигә ташланған болуп, ахирқиси өткән йил апрелда йәни оттура шәрқтә әрәб баһари баш көтүргән мәзгилдә йүз бәргән. Ни йүлән вә униң йолдиши йәр даваси қиливатқан әрздарларға ярдәм қилған, униң бу қилғини хитай даирилири тәрипидин җәмийәт тәртипини бузуш үчүн қутратқулуқ қилиш дәп әйибләнгән.
Америка баш әлчиси бүгүнки баянатида, ни йүләнниң саламәтлик әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини баян қилған вә ни йүләнниң йәрлик даириләр тәрипидин уруп мейип қилинғанлиқ әһвалини тилға елип өткән. Баш әлчи йәнә ни йөләнниң қизиға қарита йүргүзүлүватқан нәзәрбәндниң әмәлдин қалдурулушини тәләп қилған.
Бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси лю веймин америка баш әлчисиниң мәзкур чақириқи үстидә пикир баян қилип, башқа дөләтләрни хитайниң әдлийә саһәсидики игилик һоқуқиға арилашмаслиққа чақирған.