Үрүмчиниң хейҗасән райони чеқилишқа башлиди
Мухбиримиз үмидвар
2010.07.11
2010.07.11
Шинхуа агентлиқи болса, бу җайдики 200 миң аһалиниң башқа җайға көчүрилидиғанлиқини хәвәр қилған.
Хәвәрдә йезилишичә, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийисиниң оттура асия тәтқиқат иниститутиниң мудири пән җипиң "мәзкур җайдики көчмәнләрниң яхши башқурулмиғанлиқи үчүн асанла топилаңларға арилишидиғанлиқи" ни илгири сүргән. Хитай даирилири, хейҗиасәнниң өткән йилидики 5 - июл вәқәсигә четишлиқ асаслиқ җайларниң бири икәнликини бекиткән.
Көзәткүчиләр үрүмчиниң уйғурлар бурундин тартип зич олтурақлишип кәлгән мәһәллириниң қәдәм - қәдәм йоқитилип, уйғурларниң тарқақлаштуриливатқанлиқини инкас қилмақта. Техи йеқинқи вақитларғичә мәвҗут болған үрүмчиниң көплигән уйғур мәһәллилири һазир аллибурун тарихий әслимиләр қатариға кирип кәткән.