Австиралийә рабийә қадир ханимға виза бәргән

Австиралийә һөкүмити хитай даирилириниң бесимиға қаримай дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимға виза берип, униң 8 - авғуст күни милбориндики австиралийә хәлқара кино фестивалиға қатнишишиға йол ечип бәрди.
Мухбиримиз әркин
2009.07.31

Б б с ниң хәвәр қилишичә, австиралийә һөкүмити хитайниң рабийә қадир ханим тоғрисидики әйибләшлирини рәт қилип, униңға виза бәрмәсликниң сәвәби йоқлуқини билдүргән.

Австиралийә ташқи ишлар министири симис, рабийә қадир ханимниң виза алғанлиқини, келәр һәптә австиралийигә келидиғанлиқини елан қилған.

Хитай һөкүмити рабийә қадир ханим вә униң рәһбәрликидики дуня уйғур қурултийини 5‏ - июлдики үрүмчи вәқәсини қозғиған дәп әйибләп, австиралийә һөкүмитидин униңға виза бәрмәсликни тәләп қилған. Симис, рабийә ханимға австиралийә көчмәнләр қануниға асасән виза берилгәнликини, бу униң австиралийини 3 - қетим зиярәт қилиши болуп қалидиғанлиқини тәкитлигән.

Рабийә ханим австиралийидики зиярити җәрянида хәлқара кино фестивалиға қатнишиду. Шуниң билән биргә австиралийә парламенти, мәтбуати вә австиралийидики уйғур муһаҗирлар билән учришиши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.