Тәйвәндики аммиви гуруһлар тәйвән даирилирини рабийә қадир ханимға виза беришкә үндиди
Мухбиримиз әркин
2009.09.24
2009.09.24
Тәйвәндики әң чоң өктичи партийә демократийә тәрәққият партийисиниң баянатчиси чен венчаң, "рабийә ханимниң хитай қара тизимликидә икәнлики у тәйвәнгә кәлмәслики керәк, дегәнлик әмәс. Биз униң тәйвәнни зиярәт қилмаслиқида бирәр сәвәб бар, дәп қаримаймиз," дегән.
Рабийә қадир ханим чаршәнбә күни вашингтондики ишханисида тәйвәнлик сәнәтчи фрәдий линни күтүвелип, тәйвәндики аммиви гуруһларниң тәйвән зиярәт қилиш тәклипини қобул қилған вә 12 - айда тәйвәнни зиярәт қилиш арзусини ипадилигән иди. Рабийә ханимниң тәйвәнни зиярәт қилиш пилани тәйвәндә ғулғула пәйда қилған.
Тәйвән ички кабинетиниң баянатчиси су җипиң, әгәр рабийә ханим визиға илтимас қилса, мунасивәтлик органларниң виза илтимасини көрүп чиқидиғанлиқини билдүргән. Тәйвән ташқи ишлар министирлики ахбарат - мәдәнийәт идарисиниң муавин мәсули җаң җипиң пәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида һазирға қәдәр виза илтимасиға даир һечқандақ учур тапшурувалмиғанлиқи, шуңа буниңға баһа бәрмәйдиғанлиқини тәкитлигән.
Рабийә қадир ханимниң әскәртишичә, у техи тәйевәнниң вашингтондики дипломатик даирилириға виза илтимасида болуп бақмиған. Анализчилар, әгәр рабийә ханим виза илтимасида болса тәйвән һөкүмити хитайниң виза беришни рәт қилиш һәққидики еғир бесимиға дуч келиши мумкин, дәп қарашмақта.