Рамзан мәзгилидә ақсу шаярдики 21 мәсчит дөләт байриқи есишқа, кадирлар су ичишкә мәҗбурланди

Дуня уйғур қурултийи тәминлигән учурлар һәм ақсу шаяр наһийисидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, бу йил рамзан мәзгилидә шаяр наһийисидики 21 мәсчиткә омумйүзлүк уқтуруш чүшүрүлүп, рамзан мәзгилидә барлиқ мәсчитләрниң өгзисигә хитайниң дөләт байриқини есиш уқтурулған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.16

Баянатчи дилшат ришит шаяр наһийилик һөкүмәт даирилириниң рамзан мәзгилидә кадирлар һәм оқуғучиларниң зора тутушини чәкләватқанлиқини билдүрүп мундақ деди.“рамзан башланғандин буян шаяр наһийилик һөкүмәт даирилири наһийә тәвәсидики кадирлар һәм оқуғучиларни һәр җүмә күни йиғивелип, уларға ботулкилиқ ичимлик су тарқитип бәргән. Уларни тавуз қатарлиқ мевиләрни йейишкә мәҗбурлап кадирлар һәм оқуғучилар арисидики роза тутуш әһвалини тәкшүргән.”

Радиомиз җәнубий уйғур елидин игилигән әһваллардиму, рамзан мәзгилидә қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ җайларда һөкүмәт кадирлири һәм оқуғучиларниң роза тутуши һәм мәсчиткә кирип намаз оқуши бирдәк чәкләнгән болуп, йүзини япқан ропаш аялларниң яғлиқлири мәҗбурий еливетилип, әрләр сақилини чүшүрүветишкә мәҗбурланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.