Коллликтип бихәтәрлик шәртнамисидики дөләтләр башлиқлири йиғини бирләшмә қошун тәшкилләшни музакирә қилди

Русийә башчилиқидики сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин қурулған колликтип бихәтәрлик шәртнамисиға әза дөләтләр җүмә күни қирғизистанниң чолпан ата саяһәт орнида ғәйри рәсмий башлиқлар йиғини өткүзүп, шәртнамигә әза дөләтләрниң бирләшмә тез инкас қайтуруш қошуни қуруш мәсилисини музакирә қилди.
Мухбиримиз әркин
2009.07.31

Колликтип бихәтәрлик шәртнамисидики көпчилик дөләтләр мәзкур тәшкилатниң 14 ‏ - июндики йиғинида бирләшмә тез инкас қайтуруш қошуни қуруш келишимигә имза қойған. Лекин өзбекистан билән блурусийә келишимгә имза қоюшни рәт қилған иди.

К б ш тәшкилатиниң чолпан атада чақирилған бу қетимқи ғәйри рәсмий башлиқлар йиғиниға өзбекистан президенти керимоф билән блурусийә президенти лукашинко қатнашқан. Бу көзәткүчиләрдә өзбекистан билән блурусийә келишимгә имза қоюши мумкин, дигән қиясларни пәйда қилди.

Чолпан атадики йиғинға йәнә, русийә президенти мидвидеф, қазақистан президеденти назарбайеф қирғизистан президенти бақийеф, таҗикистан презиеденти рахманоф қатарлиқлар қатнашқан. Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи йиғинниң йәнә бир муһим мәзмуни русийиниң қирғизистанда йәнә бир һәрбий база қурушини музакирә қилиштур.

Русийә "коммерсант"гезити" йиғинда президент мидвидефниң к б ш дики дөләтләр билән база мәсилисини музакирә қилидиғанлиқини билдүргән. Әгәр қирғизистан русийә билән келишим имзалиса бу русийиниң қирғизистанда қурған 2 ‏ - һәрбий базиси болуп қалиду. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.