Хитай өлкилиридин қайтуруп келингән уйғур сәргәрдан балиларни орунлаштуруш мәсилиси қийинчилиққа дуч кәлди
2012.01.27
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә аптоном районлуқ аяллар бирләшмисиниң мәлуматини нәқил кәлтүрүп, бәзи балиларни аилисигә орунлаштуруш қийинға тохтаватқанлиқи, қутулдурувелинған балиларниң 75 % иниң аилиси интайин намрат болуп, йиллиқ кирими 5000 йүәнгә йәтмәйдиғанлиқи, уларниң тирикчилик билән алдираш болуп, өзиниң мәсулийитини ада қилалмайдиғанлиқи, психологийилик пәрвишкә моһтаҗ болған бу балиларда болса аилә туйғусиниң йоқлуқи билдүрүлгән.
Хитай һөкүмити өткән йили 4-айдин башлап ичкиридики уйғур сәргәрдан балиларни қайтуруп келидиғанлиқини елан қилғандин буян, 1332 нәпәр балини қайтуруп кәлгән. Лекин тәрәпсиз мәнбәләрниң илгири сүрүшичә, бу сәргәрдан балиларниң интайин аз бир қисмидин ибарәт болуп, уларниң мутләқ көп қисми адәм әткәсчиликиниң қурбани.
Аптоном районлуқ аяллар бирләшмиси тәклип берип, бу мәсилини әдлийә вә мәмури түзүм қуруп чиқиш арқилиқ һәл қилишни, ата-анилиқ бурчини ада қилмиған аилиләрни қануни җавабкарлиққа тартишни, уларниң ата-анилиқ һоқуқини бир тәрәп қилишни оттуриға қойған.