Японийә хитай һәрбий параходиниң японийә деңиз тәвәликидә паракәндичилик қилғанлиқини әйиблиди

Хитайниң шәрқий деңизда чарлаш елип баридиған “җяңвей” намлиқ һәрбий парахоти 30-январ күни әтигән саәт 10 лар әтрапида 3 километир арилиқтин японийә деңиз қоғдиғучи әтритиниң “шили” намлиқ парахотиға радарни контрол қилиш топи атқан.
Мухбиримиз меһрибан
2013.02.05

Ундин башқа, хитай деңиз армийисиниң “җяңкәй” намлиқ һәрбий парахотиму 19-январ чүштин кейин 5 ләр әтрапида японийә деңиз қоғдиғучи әтритиниң “дапо” намлиқ парахотидики тик учар айропиланиниму радар арқилиқ нишанға алған иди. японийә дөләт мудапиә министири итсонори онодера бу мунасивәт билән илгири хитай тәрәпни өз қилмишиға диққәт қилишини агаһландурған.

Йеқиндин буян сенкаку араллириниң игилик һоқуқи мәсилиси сәвәблик хитай билән японийиниң мунасивитидә җиддийлик давамлишиватмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.