Хитай сүрийигә алаһидә һәйәт әвәтидиғанлиқини билдүрди

Хитайниң оттура шәрқ мәсилилиригә алақидар алаһидә һәйити чаршәнбә күни сүрийидә зиярәттә болмақчи. Хитай даирилири зиярәтниң сүрийә һөкүмитини сиясий ислаһат елип беришқа чақириқ қилишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2011.10.25

Йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати сүрийигә җаза йүргүзүш һәққидики қарар лайиһисини авазға қойғанда, хитай вә русийә қарши аваз бериши билән қарар ишқа ашмиған иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү бүгүнки баянатида, оттура шәрқ мәсилилири алаһидә әлчиси ву сикениң сүрийидә һөкүмәт әмәлдарлири билән бир қатар учришишларни елип баридиғанлиқини билдүрүп: биз йәнила мәсилини тинчлиқ билән һәл қилиш тәрәпдари, дәп әскәрткән.

Әмма сүрийидә миңлиған хәлқ бәшәр әсад қисимлириниң бастуруши астида өлүватқан шараит астида хитай һөкүмитиниң б д т' ниң җазалаш қарарини “мәсилини дипломатийә арқилиқ һәл қилиш” ни дегәнни көтүрүп чиқип, мәзкур қарарни тохтитип қоюшқа һәрикәт қилиши сүрийидики өктичи хәлқниң шундақла хәлқара җамаәтниң күчлүк наразилиқини қозғимақта.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тәхмин қилишичә, сүрийидә өктичи һәрикәтләр башланған 7 айдин буян 3000 миңға йеқин киши өлгән. Сүрийилик өктичиләр һәрикәт башлиғандин бери 30 миңға йеқин кишиниң бәшәр әсәдниң түрмилиридә йетиватқанлиқини, уларниң қийин-қистаққа елиниватқанлиқини, һәтта дохтурханиларниңму қийин-қистақ мәркәзлиригә айландурулғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.