Уйғур елиниң ташқи содиси 18 милярд доллардин ашти

Хитай һөкүмити уйғур елини пүтүн мәмликәт бойичә хәлқаралиқ тошуш линийилири әң көп вә әң узун җайға айландурған болуп, нөвәттә, 105 хәлқаралиқ тошуш линийиси уйғур ели билән чәт әлләрни һәм башқа җайларни сода җәһәттин бағлап турмақта. Хитай һөкүмити уйғур елиң әтрапидики 8 дөләткә 29 еғиз ечип експорт - импорт паалийити елип бармақта.
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.30

Шинхуаниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном райониниң 2008 - йиллиқ експорт - импорт омуми миқдари 18 милярд 200 милйон доллардин ашқан болуп, буниң ичидә пәқәт експорт соммисила 15 милярд 500 милйон доллардин ашқан. Қазақистан, қирғизистан, русийә, өзбекистан уйғур дияриниң алдинқи бәш сода шерикидур. Қазақистан болса, хитайниң оттура асиядики әң чоң сода шерикигә айланған.

Хитай һөкүмити уйғур дияриниң җуғрапийилик әвзәлликидин пайдилинип, бу районни муһим хәлқаралиқ сода нуқтиси қилишни пиланлиғанлиқи үчүн нөвәттә, хитайниң ичкиридики завут фабрикилар, ширкәтләр көпләп уйғур дияриға келип, маканлишиш һәмдә бу җайниң әвзәлликидин пайдилинишни күчәйтмәктә.

Хитай һөкүмити йәнә уйғур диярини васитә қилип, оттура асияниң тәбиий газлири вә нефитлирини импорт қилишни күчәйткән болуп, бу арқилиқ җуңгониң енергийә еһтияҗини һәл қилишни муддиа қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.