Уйғур аптоном районида қаттиқ соғуқ болмақта
Мухбиримиз ирадә
2010.01.21
2010.01.21
Болупму қар апити йүз бәргән алтай вә чөчәк районлири қәһритан соғуққа дуч кәлгән болуп, алтай вилайитигә қарашлиқ көктоқай наһийисиниң температуриси бирақла төвәнләп нөлдин төвән 43 дә 8 селсийә градусқа чүшүп қалған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 18 - чесла күни яғқан қарниң қелинлиқи 16 сантиметирға йәткән. 20 - Чесла күни үрүмчи шәһиридиму температура нөлдин төвән 24 дә 4 дәриҗигә чүшүп, қиш киргәндин буянқи әң соғуқ күн болған.
Бошун хәвәрләр ториниң баян қилишичә, уйғур аптоном районида йүз бәргән қар апитидә бир милйон 250 миң киши зиянға учриған. 450 Милйон йүән иқтисадий зиян болған. Бәш киши һаятидин айрилған.