Сиясий кеңәш вәкиллири уйғурларниң мәнпәитини йәнә еғизға алмиди
2013.01.28
Шинҗаң хәвәр ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, йиғинда 10 нәпәр вәкил пикир баян қилған; пикир баян қилғучилардин бир нәпирила уйғур; йәнә хәвәрдин мәлум болушичә, йиғинда асаслиқи хитайлар мәркәзлик һалда орун игилигән саһәләрдики мәсилиләр оттуриға қоюлған; әмма уйғурларниң нөвәттики җиддий вә әмәлий мәсилилири һәққидә йәнә һечнемә дейилмигән.
Бүгүн бу һәқтә радиомизда пикир баян қилған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, хитай даирилириниң омумий мәсилиләрни әмәс, айрим мәсилиләрни, реал мәсилиләрни әмәс, сүний мәсилиләрни музакиригә қоюп, өзиниму вә район хәлқиниму алдаватқанлиқини тәнқид қилди. Дилшат ришит сөзидә, уйғурларниң өзини- өзи идарә қилиштин ибарәт сиясий һоқуқи вә өз земининиң тәбиий байлиқлиридин өзлири бәһримән болуштин ибарәт иқтисади һоқуқи музакиригә қоюлмиған һәрқандақ бир йиғинниң, районниң йеқин вә кәлгүси муқимлиқи үчүн иҗабий тәсир көрситәлмәйдиғанлиқини әскәртти.