Өзбекистан амрекидин бир қисим һәрбий әслиһәләрни қалдуруп кетишни өтүнмәктә
2013.02.09
“ню - йорк вақит гезити” дә көрситишичә, өзбекистан бу һәрбий әслиһәләрни өзбекистан нато қисимлириға иҗаригә бәргән һәрбий база һәққигә һесаблап беришни оттуриға қойған.
Хәвәрдә көрситишичә, бу америка даирилирини җәлп қилидиған тәләп болсиму, улар өзбек һөкүмитиниң мустәбитлики, өзбекистандики парихорлуқ вә өзбекистанда барғанчә улғийиватқан бай - кәмбәғәллик пәрқи сәвәблик, бу мәсилидә җиддий таллашқа дуч кәлгән.
Америка тәрәпниң қаришичә, юқириқи сәвәбләр өзбекистанда еғир иҗтимаий турақсизлиқ кәлтүрүп чиқириши мумкин икән.
Әгәр шундақ болса америка тәрәп өзбек һөкүмитиниң бу юқири техникилиқ қоралларни қоғдиялмай, дүшмән күчләргә тартқузуп қоюшидин әнсирәйдикән.
Нөвәттә нато вә америка даирилириниң өзбекистанға қандақ җаваб бәргәнлики мәлум әмәс.
Америка 2014 - йили афғанистандин әскәр чекиндүрүп чиқиду.