Хитайниң вйетнам, филиппин қатарлиқ дөләтләр билән болған җәнубий деңиз игилик һоқуқ ихтилапи илгириләп җиддийләшти

Хитайниң вйетнам, филиппин қатарлиқ дөләтләр билән болған җәнубий деңиз игилик һоқуқ ихтилапи йәниму җиддийлишишкә башлиди. Вйетнам өткән дүшәнбә күни җәнубий деңизда маневир елип барғандин кейин, хитай җәнубий деңизда маневир елип барди.
Мухбиримиз әркин
2011.06.17

Филиппин болса хитайни филиппин деңиз тәвәликигә кирмәсликкә агаһландурди. Хитай ахбарат васитилириниң җүмә күни ашкарилишичә, хитай деңиз армийиси йеқинда җәнубий деңизда үч кечә-күндүз һәрбий маневир өткүзгән. “хәлқ гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә маневирға чарлаш парахоти, қуруқлуққа чиқиш парахоти вә су асти парахоти болуп, җәмий 14 һәрбий кемә қатнашқанлиқини билдүргән. Лекин хәвәрдә маневирниң қәйәрдә вә қачан өткүзүлгәнлики тилға елинмиған.

Буниңдин сирт “азадлиқ армийә” гезитиниң бүгүнки хәвиридә, хитай деңиз армийисиниң буниңдин башқа бир маневир елип барғанлиқини ашкарилиди.

Лекин,филиппин президенти бенигно акено җүмә күни хитайни агаһландуруп, хитайниң филиппин игилик һоқуқ даирисидики деңизға кирмәсликини тәләп қилған. У, хитай билән һәрбий һазирлиқлар мусабиқисигә чүшмәйдиғанлиқини, бирақ һоқуқини қоғдайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай болса деңиз чарлаш қисимлириниң санини көпәйтидиғанлиқини җакарлап, һазирқи 9 миң кишилик чарлаш әтритини 2020‏-йилдин бурун 15 миңға йәткүзидиғанлиқини елан қилди. Филиппин дөләт мудапиә министирлиқи шу күни филиппинниң ихтилаптики җәнубий деңизға һәрбий парахот әвәтидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.