Хитай америкиниң 2008 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз әқидә
2009.02.26
2009.02.26
Америка ташқи ишлар министирлики 25 - феврал күни, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисиниң йәнила начар бир вәзийәттә икәнликини, болупму хитайниң тибәт вә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләргә қарита мәдәнийәт вә диний бастуруш елип берип, өктичи күчләрни тутқун қилишни күчәйтиватқанлиқини алаһидә тәнқид қилған иди.
Доклатта йәнә, хитай даирилириниң пуқраларниң хусусий мүлүк һоқуқиға чәк қоюш, пикир қилиш, йиғилиш қатарлиқ әқәлли кишилик һоқуқ әркинликини контрол қилиш қилмишлирини изчил давамлаштуруватқанлиқи әкс әттүрүлгән болуп, бу һәқтә хитайниң орган мәтбуати шинхуа агентлиқи обзор елан қилип, " америкиниң кишилик һоқуқ мәсилисини баһанә қилип, җуңгони өз ичигә алған нурғун дөләтләрни пакитсиз асаслар билән әйиблиши, қопаллиқ билән башқа дөләтләрниң ички сияситигә арилашқанлиқ болуп һесаблиниду" дегән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ доклатида русийә, пакистан, корийә, куба, иран, сомали, ливан қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатирисиниң начар икәнлики тилға илинған.
Бу арида хәлқара кәчүрүм тәшкилати, обама һөкүмитиниң мәзкур доклатқа асасән хитайниң кишилик һоқуқ әһвалини ташқи дипломатийә сияситигә тәдбиқлап, хитай билән елип баридиған диалоглири давамида, қобул қилиш интайин қийин болған хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә өзгириш ясашни тәшәббус қилди.