Хитай үрүмчидә 718 адәмни җинайи ишлар бойичә рәсмий қолға алғанлиқини елан қилди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.08.04
2009.08.04
Мәзкур ахбарат елан қилиш йиғинида, хитайниң уйғур елидики җамаәт хәвпсизлик назаритиниң муавин назири шундақла үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи чен җуаңвей, 5 - июл вәқәсидин кейинки тутқун қилиш һәрикити үстидә доклат берип " 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң тәсир даириси кәң, җинайәт гумандарлири интайин мурәккәп арқа көрүнүшкә, мурәккәп салаһийәтләргә игә, нөвәттә мәркәзниң бивастә ярдими билән пүтүн мәмликәт бойичә, җамаәт хәвпсизлик хадимлирини һәрикәтләндүрүп, җинайәт гумандарлирини, сүрити, син алғу көрүнүшлири, бармақ изи, д н а анализлири қатарлиқ пакитлар арқилиқ из қоғлап тутуш, ениқлашни күчәйтиватимиз " дегән.
Б б с ниң 4 - авғусттики хәвиридә көрситишичә, хитай даирилири үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик дәп 718 кишини рәсмий қолға алғандин башқа, 3 - авғуст чүштин кейин үрүмчи тәптиш мәһкимиси 5 - июл вәқәси җинайәт гумандарлири дәп бекитилгән йәнә 83 адәм үстидин рәсмий тутуш буйруқи чиқарған.
Хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәси мунасивити билән тутқун қилинғанлар һәққидә елан қиливатқан санлиқ мәлуматлириға нисбәтән чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәмдә хәлқара ахбарат органлириму гуман билән қаримақта, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир вәқәдин кейин 10 миңға йеқин уйғурниң из - дерәксиз йоқап кәткәнликини илгири сүрмәктә.