Хитай өзбекистанда дора ясаш завути қурмақчи

Өзбекистан дөләтлик тиббий дора мәһсулатлири ширкити хитайниң үч ширкити билән бирлишип, ташкәнт вилайитидә үч дора тиббий дора ясаш завути қурушқа имза қойған.
Мухбиримиз үмидвар
2013.02.10


Пәрғанә учур ториниң йезишичә, хитайниң күнмиң дора ширкити өзбекистанда нәпәс - өпкә кесәлликлирини давалайдиға дора ясайдиған завут қуридикән. Йәнә бир хитай ширкити болса, мәхсус тиббий саһәгә ишлитидиған испирт ишләйдиған завут қуридикән.

Бу завутларниң һәммиси ташкәнттики мәхсус санаәт мәркизигә орунлаштурилидикән.

Хитай тәрәп ясап беридиған мәзкур үч тиббий дора завутиниң омумий чиқим қиммити 26 милйон доллардин ешип кәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.