Хитайда башланғуч мәктәп оқуғучилири йәнә пичақ һуҗумиға учриди
2012.12.14
Бирақ бу қетим адәм өлмигән болсиму, 22 оқуғучи вә бир киши яриланған. Бу йил 36 яшлардики шу йезилиқ миң йиңҗүн пичақ көтүрүп, әтигән саәт 8:00 ләрдә, хенәнниң гуаңшән наһийиси ченпиң йезилиқ башланғуч мәктәп алдида дәрскә кирип кетиватқан балиларға һуҗум қилған. Вәқәдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, мин йиңҗүн алди билән бир аялға пичақ салған.
У, бихәтәрлик хадимлири тәрипидин бой сундурулуштин бурун, 20 нәччә балини яриландурған. Хитай даирилири 2010-йили мушу хилдики вәқәдә 20 дәк оқуғучи өлгәндин кейин, барлиқ мәктәпләргә аманлиқ хадимлирини орунлаштурған.
Даириләр, бу хил вәқә садир қилған кишиләрни нервисидин адашқанға чиқарсиму, бирақ җәмийәтшунаслар вә психологлар җәмийәттики иҗтимаий адаләтсизлик кишиләрни бу хил үмидсизликкә мәҗбур қиливатқанлиқини агаһландуруп кәлгән. Мин йиңҗүнниң вәқә териштики мәқсити мәлум әмәс. Гуаңшән наһийилик һөкүмәт тор арқилиқ баянат елан қилип, вәқәни тәкшүрүватқанлиқини билдүргән.