Ню-йорк вақти гезити хитай хаккирларниң һуҗумиға учриғанлиқини билдүрди

Америкида нәшрдин чиқидиған ню-йорк вақти гезити хитай хаккирларниң 4 айдин буян өзлириниң тор системисиға һуҗум қиливатқанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.31

Уларниң ейтишичә, ню-йорк вақти гезити хитай баш министири вен җябавниң шәхси мал-мүлкигә аит хәвәрни елан қилған күндин тартип, үзлүксиз һалда һуҗумға учриған. Бир қисим мухбирлар, хизмәтчиләрниң мәхпий номурлири оғриланған, әмма вен аилисиниң мүлки һәққидики мәхпий учурларға еришәлмигән.

Игилинишичә, хитай хаккирлар гезитниң шаңхәй ишханисиниң директори һәм шундақла вен җябав аилиси һәққидики хәвәрниң аптори давид барбоза вә гезитниң җәнубий асия дөләтлири хәвәрләр ишханисиниң мудири җим ярдлийниң мәхпий номурлирини оғрилиған. Әмма вен җябав аилисиниң мүлки һәққидики хәвәргә аит сәзгүр материялларниң оғриланғанлиқи яки көчүрүлгәнликини ишарәт қилидиған бир дәлил байқалмиған.

Ню-йорк вақти гезити яллиған компютер бихәтәрлики ширкити хаккирлиқ һуҗумлириниң илгири хитайдин кәлгән һуҗумларниң характеригә пүтүнләй охшайдиғанлиқини билдүрди. Әмма бүгүн хитай ташқи ишлар министири баянатчиси хәвәрни “асассиз” дәп рәт қилди.

Ню-йорк вақти гезити, бултур 10-айда хитай баш министири вен җябавнң аилә-тавабиатлириниң мал-дуняси һәққидә бир тәпсилий хәвәр елан қилған. Хәвәрдә вен җябавниң аилә-авабиатиниң у вәзипә өтәватқан мәзгилидә сода билән шуғуллинип, зор миқдарда мал-дуня топлиғанлиқи вә мал дунясиниң 27 милярд долларға йәткәнлики билдүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.