Хитайдики зәһәрлик капсуллуқ дора завутлири паш болди

Хитайда ишләнгән бир қисим капсуллуқ дориларниң санаәттә ишлинидиған аяқ чәми қатарлиқ сүний кавчоктин ясалғанлиқи ашкариланғандин кейин, бу вәқә хитай мәһсулатлириниң хәлқарадики инавитини йәнә бир қетим чүшүрүп, хитай пуқралириниң хитайда ишләнгән мәһсулатларға болған әнсиришини техиму күчәйтти.
Мухбиримиз меһрибан
2012.04.17

Мәлум болушичә, бу қетим паш болған хитай дора ширкәтлири хебий, җяңши, җеҗяң, җилин қатарлиқ өлкиләрдики нәччә онлиған шәһәрләргә тарқалған болуп, бу завутларда ишләпчиқирилған зәһәрлик кавчоктин ишләнгән капсуллуқ дорилардики кром, дәп атилидиған зәһәрлик мадда тәркиби хитайда бәлгиләнгән өлчәмдин 90һәссә ешип кәткән.

17-Апрел күни хитай мәтбуатлирида зәһәрлик капсуллуқ дора делосиға четишлиқ 22 кишиниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинған болсиму, әмма хитайдики аммиви тор бекәтлиридә парихорлуқ, чириклик әвҗ алған хитай җәмийитидә зәһәрлик сүт парашоки, зәһәрлик йемәклик, зәһәрлик дора қатарлиқ бу хил сахта мәһсулатларни тосуп қелиш имканийитиниң йоқлуқи илгири сүрүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.