4 Йилдин буян из-дерәксиз ғайиб қиливетилгән доктур раһилә давутни сүрүштә қилиш чақириқлири күчәймәктә

Мухбиримиз меһрибан
2021.12.16
Тутқундики уйғур алими раһилә давутниң достлири уни илһамландурди Раһилә давут ғайиб болғанлиқиниң үч йиллиқи мунасивити билән, униң дуняниң һәрқайси җайлиридики достлири вә кәсипдашлири униңға бир видейолуқ салам йоллап, уни күчлүк болушқа илһамландурди.
freemymom.org

Хитай даирилири тәрипидин 2017-йили 12-ай мәзгилидә тутқун қилинип, из-дерәксиз ғайиб қиливетилгән шинҗаң университети филологийә иниститотиниң профисори, доктур раһилә давутқа әркинлик тәләп қилиш чақириқлири төт йилдин буян үзлүксиз давамлишип кәлмәктә.

12-Декабир күни раһилә двутниң америкадики қизи әқидә полат өзиниң тивиттер торида рәсимлик чақириқ елан қилған. Әқидә полат йоллиған бу чақириқта сим тосақлар ичигә елинған раһилә давутниң сүритиниң үсти қирғиқиға ““апамға әркинлик” дәп йезилған. Астиға болса “4 йилдин буян хитай һөкүмити тәрипидин ғайип қиливетилгән раһилә вдавутқа әркинлик, уйғурларға әркинлик!” дегән хәтләр йезилған.

Фолклоршунас раһилә давутниң қизи әқидә полат тәрипидин елан қилинған бу рәсимлик чақириқ 12-13-декабир икки күн ичидила иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, нәччә миң қетим һәмбәһирләнгән. Раһилә давутниң чәт әлләрдики оқуғучилири, достлири вә шундақла раһилә давутниң әһвалиға йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан илмий вә

Аммивий тәшкилатларму әқидә полат йоллиған “раһилә давутқа әркинлик” чақириқини һәмбәһирлигән, улар йәнә өз намида иҗтимаий таратқуларда “раһилә вдавутқа әркинлик” чақириқлирини арқа-арқидин елан қилған.

Норвигийәлик халворсен мендоза (Halvorssen Mendoza ) тәрипидин ню-йоркта қурулған кишилик һоқуқ фонди тәрипидин 2009-йилидин буян йилда бир қетим хәлқаралиқ йиғин өткүзүп келиватқан “осло әркинлик мунбири” му, 12-декабир күни профессор раһилә давут һәққидә чақириқ елан қилған. “осло әркинлик мунбири” өз чақириқиға йәнә әқидә полатниң бу йил 10-айда өткүзүлгән “осло әркинлик мунбири” дә аписи раһилә давут һәққидә сөзлигән нәқ мәйдан нутуқиниму қошуп тарқатқан.

14-Декабир күни раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полат радийомиз зияритини қобул қилип, 4 йилдин буян аписи раһилә давутқа әркинлик тәләп қилиш паалийитини һәр хил йоллар арқилиқ давам қилип келиватқанлиқни билдүрди.

Әқидә полат йәнә өзиниң бу йил 10-айда “осло әркинлик мунбири” йиғиниға қатнашқанда сөзлигән нутуқидиму, аписи раһилә давутқа охшаш тутқундики уйғур зиялилири вә лагерларға қамалған уйғур тутқунларға пүтүн дуняниң көңүл бөлүшини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Әқидәниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити 4 йилдин буян раһилә давутниң әһвалини таратқулардин үзлүксиз йошуруп кәлгән. Гәрчә әркин асия радийоси тәрипидин раһилә давутниң тутқунда икәнлики дәлилләнгән болсиму, әмма 4 йилдин буян у тоғрилиқ ташқий дуняға һечқандақ учур берилмигән. Раһилә давутниң саламәтлик әһвали қизи әқидәни еғир әндишигә салмақта икән.

12-13-Декабир күнлири йәнә америкадики “уйғур һәркити” тәшкилати, “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” қатарлиқ тәшкилатларму иҗтимаий алақә мунбәрлиридә чақириқ елан қилип, тутқундики уйғур фолклоршунас раһилә давутқа әркинлик тәләп қилған.

Америкидики “уйғур һәркити” ниң башлиқи рошән аббас ханим 14-декабир күни радийомиз зияритини қобул қилди.

Рошән аббас ханим сөзидә раһилә давутқа охшаш тутқундики уйғур алимлириниң дерикини қилиш вә хитай һөкүмитидин уларниң әркинликини тәләп қилиш, қирғинчилиққа учраватқан уйғурлар вәзийитини дуняға аңлитиш вә хитай һөкүмитигә бесим қилиш, хитайға җаза тәдбирлири қоллиниш һәркәтлириниң муһим бир тәркибий қисми икәнликини тәкитлиди.

Хәлқарада тонулған фолклоршунас раһилә давут 1966-йили үрүмчидә туғулған. У өзиниң тәтқиқатида илгири көп қетим хитай мәдәнйәт министерлиқиниң мукапатлири вә тәтқиқат фондилириға еришкән. Раһилә давут уйғур мәдәнийитигә аит көплигән китап-мақалиларни елан қилған. Униң “уйғур мазарлири” намлиқ китабиға америкадики фотограф, мәдәнийәт тәтқиқатчиси лиза роз ханим тартқан уйғур мазарлири һәққидики фото рәсимләр киргүзүлүп, енгилиз тилида нәшр қилинған һәмдә бу саһәдики илим әһли арисида зор тәсир қозғиған иди. Раһилә давут 2017-йили 12-айда тутқун қилиништин илгири, көп қетим америкадики университетларға келип, уйғур фолклоридин дәрс бәргән. Хитай һөкүмәт даирилири төт йилдин буян раһилә давут һәққидә һичқандақ учур бәрмигән. Униң тутқун қилинғанлиқи 2021-йили 6-айниң 30-күни әркин асия радийоси уйғур бөлими тәрипидин тунҗи қетим дәлиллинип, көплигән хәлқара таратқуларда көчүрүп елан қилиған иди. Әмма хитай һөкүмитиниң профисор раһилә давутниң әһвали һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ мәлумат бәрмәслики, хәлқарада раһилә давутниң әһвалиға болған әндишиләрни барғанчә күчәйтмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.