Сабиқ мәһбус мәмәттурсун осман: “камердишим турсунтохти соҗаң паспорт беҗириштә кәң қоллуқ қилғачқа тутулған”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.08.21
Memettursun-Osman-01.jpg Сабиқ мәһбус мәмәттурсун осман.
Photo: RFA

Сабиқ мәһбус мәмәттурсун османниң ашкарилишичә, у қамақтики мәзгилидә қарақашниң ява йезилиқ сақчиханисиниң башлиқи турсунтохти биләнму бир камерда ятқан. Турсунтохти вәзипидики мәзгилидә паспорт рәсмийәтлирини беҗириштә кәң қоллуқ қиливәткәнлики вә “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида актип болмиғанлиқи үчүн тутқун қилинған. Мухбиримизниң ява йезисиға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида илгири бу йеза сақчиханисида турсунтохти мәхсут исимлик бириниң сиясий йетәкчи болуп ишлигәнлики вә кейин вәзиписидин елип ташлинип қамаққа елинғанлиқи дәлилләнди.

Хотән гумалиқ сабиқ мәһбус мәмәттурсун осман өзи бир қамақханида ятқан 50 нәччә тутқун арисида қарақаш наһийә ява йезилиқ сақчиханиниң башлиқи турсунтохтиниңму барлиқини тилға алди. ява йезилиқ әдлийә понкитиниң хадими бу йезида илгири турсунтохти исимлик бир сақчихана башлиқниң болған яки болмиғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бериштин өзини қачурди.

Мәмәттурсун османниң дейишичә, турсунтохти вәзипидики мәзгилидә паспорт беҗириштә кәң қоллуқ қилғанлиқи, йәни аталмиш җинайәт өткүзүш еһтималлиқи болған кишиләргиму паспорт илтимасиға керәклик рәсмийәтләрни беҗирип бәргәнлики үчүн тутқун қилинған икән. Телефонимизни қобул қилған ява йезилиқ сақчи хадимиму өзиниң хизмәткә йеңи чүшкәнликини сәвәб қилип көрситип, илгирики сақчихана башлиқиниң кимликидин хәвәрсизликини ейтти. Мәмәттурсун османниң дейишичә, турсунтохти 3 түрлүк аталмиш “җинайәт” билән тутулған, булардин бири, 2014 ‏-йили май ейидин башланған аталмиш “террорчиларға қаттиқ зәрбә” бериш долқунида актип болмиғанлиқидур. Мәмәттурсун осман турсунтохти биллә ятқан вақтиниң 2017 ‏-йили 7 ‏-икәнликини вә униң шу йил 6‏-айларда тутулған болуш еһтималлиқини тилға алди. Әмма униң фамилисини әслийәлмиди.

Ява йезисидики мәлум бир кәнт хадими ява йезисида алдинқи йили хаталишип қамақханиға елинған сақчихана башлиқиниң турсунтохти мәхсут дегән киши икәнликини ашкарилиди. Бу хадим турсунтохти мәхсутниң мәзкур сақчиханиниң сиясий йетәкчиси икәнлики вә паспорт беҗириштики кәң қоллуқи сәвәблик тутқун қилинғанлиқини дәлиллиди. Әмма у турсунтохтиниң нөвәттики әһвали, йәни униң кесилгән яки һелиһәм қамақта икәнлики һәққидә мәлумат берәлмиди.

Турсунтохтиниң қамақханида тутуп турулуватқан мәзгилидә һәтта коча айландуруп сазайи қилинғанлиқини тилға алған мәмәттурсун осман, турсун тохтиниң қамақтики чеғидики пәрәзлиригә асасән аз дегәндиму 10 йилдин артуқ кесилгәнлик еһтималлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.