Берлинда “таҗдар гуваһчи” намлиқ китаб тоғрисида мәтбуат йиғини өткүзүлди
2020.06.23
Сайрагүл савутбай тоғрилиқ йезилған “таҗдар шаһит” намлиқ китаб нәшрдин чиқти
22-Июн күни германийәниң “ғәрбий җәнуб радийо-телевизийә қанили” хитайдики җаза лагерлириниң тирик шаһити болған сайрагүл савутбай тоғрисида йезилған “таҗдар гуваһчи” намлиқ китабниң герман тилиида нәшрдин чиққанлиқини, 23-июн берлинда бу китабни тонуштуруш йүзисидин мәтбуат йиғини өткүзүлидиғанлиқини, мәзкур китабта “шәрқий түркистандики милйонлиған уйғур вә қазақ қатарлиқ милләтләрниң хитайниң җаза лагерлириға қамилип еғир азабларға муптила болуватқанлиқи тәпсилий баян қилинғанлиқи” ни елан қилғаниди.
23-Июн чүштин бурун германийә пайтәхти берлинда “таҗдар гуваһчи” намлиқ китаб тоғрисида мәтбуат йиғини өткүзүлгән. Йиғинға бу китабниң аптори аликсандира кавилиюс, китабни нәшр қилған “явропа нәшрияти” ниң вәкиллири, лагер шаһити сайрагүл савутбай, көплигән мәшһур ахбарат васитилириниң мухбирлири, д у қ ниң рәиси долқун әйса қатарлиқ кишиләр қатнашқан.
Мәтбуат йиғинида алди билән “явропа нәшрияти” ниң мәсули строс әпәнди сөз қилип, бу китабта хитайниң җаза лагерлири сияситиниң қурбаниға айлиниватқан милйонлиған уйғурлар вә қазақларниң һаят һекайисиниң тирик лагер шаһити сайрагүл савутбайниң гуваһлиқи арқилиқ баян қилинғанлиқини һәмдә китабтики омумий мәзмунни қисқичә чүшәндүрүп өткән.
Китабниң аптори аликсандира кавилиюс ханим арқидин сөз елип, сайрагүл савутбай билән өткүзгән сөһбәтлири, өзиниң бу китабни йезиштики мәқситиниң 21-әсирдә “шәрқий түркистанда йүз бериватқан җаза лагерлири сияситидин ибарәт бу қабаһәтни пүтүн дуняға йәниму бәкрәк йорутуп бериштин ибарәт икәнлики” ни баян қилған.
Сайрагүл савутбай сөзгә тәклип қилинғанда, у өзиниң җаза лагерлирида бешидин өткән кәчмишлирини, көргән-билгәнлирини, қазақистанға қечип чиққандин кейинки һекайисини вә шиветсийәгә келип йәрләшкәндин буянқи турмушини баян қилип, ахирида мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән.
Тәклипкә бинаән бу паалийәт соруниға дахил болған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди берлиндин зияритимизни қобул қилғанда, бу мәтбуат йиғиниға көплигән муһим ахбарат органлиридин мухбирларниң келип қатнашқанлиқини тилға алди.
Сайрагүл савутбай нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилип, бу мәтбуат йиғини мунасивити билән өзиниң “шәрқий түркистанда давам қиливатқан еғир зулумларни йәнә бир қетим дуняға аңлитивелиш пурситигә еришкәнлики” ни әскәртти. Униң билдүрүшичә, “таҗдар гуваһчи” намлиқ бу китабта униң “шәрқий түркистан, қазақистан вә шиветсийәдин ибарәт 3 дөләттики һаят кәчмишлири” әтраплиқ баян қилинидикән.
Германийәниң мюнхен шәһиридин берип сайрагүл савутбайниң тәрҗиманлиқини қилған меһрибан ханимму бу қетимқи мәтбуат йиғининиң наһайити нәтиҗилик өткүзүлгәнликини тәкитлиди.