Сәуди әрәбистанда тутуп турулуватқан төт уйғур үчүн австралийәдиму намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.04.13
Сәуди әрәбистан һөкүмитиниң һәмдулла вәлийни хитайға қайтуридиғанлиқи илгири сүрүлди 2020-Йили 11-айда сәуди әрәбистанда өмрә ибадитини ада қилиш үчүн мәккә шәһиригә барғанда сәуди сақчилири тәрипидин тутқун қилинған һәмдулла вәли.
RFA/Arslan

Сәуди әрәбистанда наһәқ тутуп турулуватқан һәмдулла вәли, нурмуһәммәд рози, хәлчәм абдулла, бабурә мирәхмәт қатарлиқ төт нәпәр уйғурниң ақивити хәвп ичидә икәнлики тоғрисида хәвәр тарқалғандин кейин австралийәниң сидней шәһиридики уйғурларму бирқатар паалийәтләрни өткүзүп, сәуди әрәбистан һөкүмитини уларни қоюп беришкә чақирди.

Бу хәвәрдин кейин 12-апрел күни чүштин бурун сиднейдики сәуди әрәбистан консулханиси алдида намайиш өткүзүлгән. Мәзкур паалийәтни уюштурған австралийә уйғур җәмийити рәиси мәмәт обул әпәнди паалийәтниң җанлиқ вә тәсирлик болғанлиқини билдүрди.

Арқидин дуня уйғур қурултийи вәкили мәмәт чәләпчи әпәнди вә җүрәт әпәндиләр биләнму телефон сөһбити елип бардуқ.

Җүрәт әпәнди “4 уйғур хитайға қайтурулмай қоюп берилсун” шоари астида өткүзүлгән намайишниң сәуди әрәбистанниң сидней шәһиридә турушлуқ консулханисиниң алдида өткүзүлгәнликини, өзлириниң мәзкур консулханиға 4 уйғурниң қоюп берилиши тоғрисида хәт тапшуруп, җавабини алғанлиқини билдүрди.

Намайишта дуня уйғур қурултийиниң вәкили мәһмәт чәләпчи әпәнди мәтбуат баянатини оқуп өткән. Мәзкур баянатни оқуп өтүштин бурун 3 кишилик һәйәт сәуди әрәбистанниң консулханисиға кирип, тәләп хетини тапшурған. Мәмәт чәләпчи әпәнди мәзкур хәтниң мәзмуни тоғрисида мәлумат бәрди.

Сәуди әрәбистанниң сиднейда турушлуқ консулханисиға тапшурулған тәләп хетидә сәуди әрәбистан дөлитиниң хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә имза қойған дөләт болуш сүпити билән 4 нәпәр уйғурни хитайға қайтурмай түркийәгә яки башқа бир дөләткә кетишкә рухсәт қилиши керәкликиму тәләп қилинған. Мәмәт чәләпчи әпәнди бу тоғрилиқ мәлумат бәрди.

Хәвәрләргә асасланғанда 30‏-март күни мәккидә сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән бухәлчәм абдулла 9-апрел кәчтә өзи вә 13 яшлиқ қизи бабурә мирәхмәтниң сақчилар тәрипидин машинида бир йәргә елип меңиливатқанда өзиниң хәтәрлик әһвалда қалғанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда син көрүнүши тарқитип, хәлқара җәмийәттин ярдәм тәләп қилғаниди. Шуниңдин буян дуняниң һәр қайси җайлирида туруватқан уйғурлар вә уйғур аммиви тәшкилатлири пүткүл дуня җамаитидин, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин, түркийә қатарлиқ дөләтләрдин төт нәпәр уйғурниң әркинликкә чиқиши үчүн ярдәм қолини сунушини тәләп қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.