“қанунсиз” диний затни машинисида елип маңған такси шопури 16 йил 8 айлиқ кесилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.04.10
Shireli-memtili-perzentliri.jpg Ширәли мәмтили(оттурида) вә униң икки оғли. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Oqurmen teminligen

Инкас қилинишичә, ғулҗа шәһәр хәнбиң йезисида олтурушлуқ такси шопури ширәли мәмәтели 2018-йили 11-айда тутқун қилинған вә 6 айдин кейин 16 йил 8 айлиқ кесиветилгән. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида бу йил 28 яшқа киргән ширәли мәмәтелиниң мәлум бир аталмиш қанунсиз диний затни машинисида елип маңғанлиқи вә өзиму бу заттин диний тәлим алғанлиқи үчүн 16 йиллиқ кесилгәнлики вә униң нөвәттә шиху түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқи айдиңлашти.

Ғулҗа вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бириниң ашкарилишичә, ғулҗа шәһириниң хәнбиң йезисида таксичилиқ билән тирикчилик қиливатқан ширәли мәмәтели 2018-йили 11-айда ғулҗа шәһәр ичидә такси һәйдәватқан мәзгилидә, сақчилар тәрипидин тутуп кетилгән; аилә әзалири униң қайси қамақханида яки тәрбийәләш мәркизидә икәнликини сүрүштә қиливатқан мәзгилидә аһалиләр комитети хадимлиридин униң 16 йил8 айлиқ кесилгәнлики һәққидә еғизаки уқтуруш тапшурувалған. Хадимлар, бу уқтурушни йәткүзүш давамида, униң қанунсиз диний тәлим алғанлиқи вә қанунсиз топлишип җәмийәт тәртипини бузған вә дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүргәнликини йәткүзгән.

Телефонимизни қобул қилған хәнбиң сақчихана хадими, өз тәвәликидә 16 йил 8 айлиқ кесиветилгән ширәли мәмәтели исимлик бир киши барлиқини инкар қилмиди.

Хәнбиң йезисидики аһалиләрдин бири кәнт кадирлиридин аңлиғанлириға асасән баян қилишичә, ширәли мәмәтели даириләр қанунсиз диний зат дәп тутқун қилған бир диний затни илгири бир қетим таксисида елип маңғанлиқи үчүн тутуп тәкшүрүлгән вә тәкшүрүш җәрянида, униң бәш йил аввал бир қетим тәблиғгә қатнашқанлиқи мәлум болған; даириләр юқириқи һәр икки ишни дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүрүш дәп қариған.

Телефонимизни қобул қилған ғулҗа шәһәр җ х идариси қоманданлиқ мәркизи, мәһбус ширәли мәмәтелиниң кесилиш сәвәби һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилишичә, 4 вә 6 яшлиқ икки балиниң атиси болған ширәли мәмәтелиниң тутқун қилинип 6 айға йәтмигән вақит ичидә узун муддәтлик кесиветилиши, униң аилисидә еғир паракәндичилик пәйда болған. Мәлум болушичә, ширәли үстидин мәхпий болсиму бир сотниң ечилған-ечилмиғанлиқидин хәвири болмиған мәзкур аилә та һазирғичә ширәли мәмәтелиниң қайси түрмә яки яки җаза лагерида җаза муддитини өтәватқанлиқидинму хәвәр тапалмиған.

Телефонимизни қобул қилған ғулҗадики мәлум бир әдлийә архип идариси хадими, ширәли мәмәтелиниң 16 йил 8 айлиқ кесилгәнликини дәлилләш билән бирликтә, униң нөвәттә шиху түрмисидә җаза муддитини өтәватқанлиқини ашкарилиди. Хадимниң баян қилишичә, мәһбус ширәли мәмәтелиниң архипида, униң қанунсиз диний тәлим алғанлиқи йезилған; биз бу хадимдин, ширәли мәмәтелиниң тутулушиға сәвәб болған у таксисида елип маңған аталмиш қанунсиз диний затниң ким икәнликини сориғинимизда, сөһбитимизгә арилашқан бөлүм башлиқи, бу һәқтики мәлуматларни шәһәрлик җ х идарисидин соришимизни тәвсийә қилди.

Инкас қилинишичә, ширәли мәмәтелиниң 49 яшлиқ аниси айгүл турахунму өткән йили 10 йиллиқ кесилгән; дадиси мәмәтели абдурешит лагерда бир йил 4 ай ятқандин кейин бу йилниң бешида қоюп берилгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.