Дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик қурултийи парижда мувәппәқийәтлик ахирлашти
2016.07.13

Дуня уйғур қурултийиниң 4 йилда бир қетим чақирилидиған қурултийиниң 5-нөвәтлики фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә ғәлибилик ахирлашти.
7-Айниң 11-күнидин 13-күнигичә давамлашқан 15 дөләттин 130 вәкил вә башқилар иштирак қилған қурултайниң 3-күни һәрқайси комитетлар бойичә музакирә өткүзүлүп, вәкилләрниң тәләп-пикирлири оттуриға қоюлғандин кейин, новател меһманханисида йепилиш мурасими өткүзүлди.
Дуня уйғур қурултийиниң йеңидин сайланған баш катипи долқун әйса риясәтчилик қилған йиғинда, д у қ рәиси рабийә қадир ханим дуня уйғур қурултийиға тәйинләнгән мәслиһәтчиләр һәйити әзалириниң исимлирини җакарлиғандин кейин қуран-тилавити билән ахирлашти. Рабийә ханим йепилиш сөзи қилди.
Бу қетимлиқ қурултай нәтиҗисидә, дуня уйғур қурултийиниң органлирида бәзи өзгиришләр болди. Д у ниң иҗраийә комитети әмәлдин қалдуруп, орниға кативатлиқ оргини тәсис қилинди. Д у қ рәиси рабийә қадир ханим конкрет хизмәтләргә арилашмайдиған,д у қ сайлимида әң көп аваз елип д у қ ниң муавин рәисликигә сайланған өмәр қанат әпәнди пүтүн хизмәтләргә мәсул болидиған болди. Демократик сайлам нәтиҗисидә дуня уйғур қурултийиниң рәһбәрлик оргиниға бәзи яшларму кирди.
Йиғин нәқ мәйданида дуня уйғур қурултийи биринчи муавин рәиси өмәр қанат әпәнди вә бәзи вәкилләр бу қетимқи қурултай һәққидики вә буниңдин кейинки хизмәтлири һәққидә тохталди.
Дуня уйғур қурултийиниң 1-вә 2-нөвәтлики германийәниң мюнхен шәһиридә, 3-нөвәтлики америка пайтәхти вашингтонда 4-нөвәтлики японийәниң пайтәхти токйо шәһиридә өткүзүлгән иди.