Сабиқ дипломат абдукерим шерип хитай әлчиханисидин айрилиш җәряни һәққидә тохталди (1)
2014.07.07
Шивитсарийәдә яшаватқан тонулған уйғур сиясий паалийәтчилиридин абдукерим шерип әпәнди, бир һәптидин бери америкида зиярәттә болмақта. Керәм шерип әпәнди, 1989-йили хизмәтдиши әнивәр рахман әпәнди билән бирликтә, хитайниң пакистан әлчиханисидики дипломатлиқ хизмитидин ваз кечип, муһаҗирәттики шәрқи түркистан азадлиқ күриши сепигә қетилған. У бүгүн радиомизни зиярәт қилип, өзлириниң әйни вақитта, хитай әлчиханисидин қандақ айрилғанлиқи, бундақ чоң бир қарарға немә ишниң сәвәб болғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Мәлум болушичә иминҗан исимлик бир киши әйни вақитта пакистанда паалийәт елип бериватқан уйғур яшлириниң тизимликини хитай әлчиханисиға тапшурған, абдукерим шерип билән әнивәр рахман бу мәхпий материялни йошуруп қелиш билән бирликтә пакистандики уйғур яшлирини өзлирини мудапиә қилишқа дәвәт қилған. Мана бу ишниң тәрәққияти уларниң әлчиханидин айрилишиға сәвәб болған.