Рабийә қадир ханим японийә сәпири һәққидики бәзи инкасларға җаваб қайтурди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.05.16
musapirlar-mesilisi-yighin-rabiye-xanim.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим берлинда чақирилған уйғур мусапирлар мәсилиси йиғинида соз қилмақта. 2016-Йили 24-апрел, мюнхен.
RFA/Qutluq

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң 24-майдин башлап японийәдә елип баридиған зиярити һәққидә японийә тор бәтлиридә түрлүк инкас вә мулаһизиләр йүргүзүлгән болуп, биз бу һәқтә бир қисим җавабқа игә болуш үчүн рабийә қадир ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики вәкилләр өмикиниң 24-майдин башлап японийәдә зиярәттә болидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр японийә тор бәтлиридә таралғандин кейин, бир қисим сиясий көзәткүчиләр рабийә қадир ханимниң бу қетимқи японийә сәпирини тибәтниң роһаний даһийси далай ламаниң японийәдә елип барған бир қанчә күнлүк зияритидин кейинла елип берилидиған зиярәт болғачқа, далай лама билән рабийә қадир ханимниң японийә зияритини бәлким, японийә һөкүмити японийәдә 26-май башлинидиған тәрәққий қилған йәттә дөләт йиғини мәзгилигә мәқсәтлик һалда орунлаштурған болуши еһтималлиққа йеқин дәп қариған вә бу һәқтә бир қисим сиясий мулаһизиләрни йүргүзгән.

Телефон зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим тибәтниң роһаний даһийси далай лама билән өзиниң японийә сәпири һәққидә тохтилиштин илгири алди билән далай ламаниң 9-май осакада японийә дөләтлик телевизийә қанили н һ к ниң зияритини қобул қилғанда тибәт мәсилиси һәққидә бәргән бәзи баянлири тоғрисида тохтилип бу һәқтә өзиниң қарашлирини билдүрди.
Рабийә қадир ханим сөзидә далай лама билән өзиниң японийә сәпири һәққидә тохталди.

42-Қетимлиқ тәрәққий қилған йәттә дөләт рәһбәрлири йиғини 26-май башлиништин бир күн илгири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң 25-май токйода чәтәл мухбирлириға ахбарат елан қилиш мәркизидә хәлқара мәтбуатларға нөвәттики уйғур мәсилиси тоғрисида ахбарат елан қилиш йиғини чақириши тоғрисидиму японийә тор бәтлиридә түрлүк инкаслар оттуриға қоюлған. Көплигән японлар рабийә қадир ханимниң хәлқара җәмийәткә уйғур мәсилисидә асаслиқ немәләр тоғрисида мураҗиәт қилидиғанлиқи һәққидә муназириләр елип барған болуп, рабийә қадир ханим бу хил инкасларға җаваб берип өтти.

Рабийә қадир ханимниң билдүрүшичә,27-май америка президенти барак обама иккинчи дуня уруши мәзгилидә атом бомбиси ташланған японийәниң һирошима шәһиридә зиярәттә болған күндә, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим токйода хитайниң ядро синақлириниң зәрбисигә учриған уйғурлар мәсилиси тоғрисида доклат сөзләйдикән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.