Әнқәрәдә тунҗи қетим “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.10.29
enqerede-lager-mesilisi.jpg “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида әнқәрәдә тунҗи қетим өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөзгә тәклип қилинғанлар. 2018-Йили 28-өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

28-Өктәбир күни мәркизи түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики “түрк оҗақлири” тәшкилати түркийәдә паалийәт елип бериватқан 12 әтрапида уйғур тәшкилатиниң мәсуллирини әнқәрәгә чақирип, “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди. Йиғинға шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди, дуня уйғур қурултийи муавин рәиси доктор әркин әкрәм әпәнди, қәйсәридики шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә уйғур зиялийси доктор абдурешит қарлуқ әпәнди иштирак қилип, “җаза лагерлири” тоғрисида мәлумат бәрди.

Әнқәрәдики ртоб меһманханисида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғиниға түркийәниң 70 әтрапида вилайитидики “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң шөбилириниң мәсуллири, радийо, телевизийә, гезит- журналларниң мухбирлиридин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Мәзкур мухбирларни күтүвелиш йиғинида мәтбуат баянатини “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң рәиси профессор доктор мәмәт өз әпәнди оқуп өтти. У, мундақ башлиди: “һөрмәтлик мухбирлар, бүгүн бу йәрдә хитай шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атайдиған шәрқий түркистанда йеқинқи йиллардин бери йүз бериватқан инсан һәқ-һоқуқлири дәпсәндичилики вә 21-әсирдики әң еғир системилиқ ассимилятсийә вә ирқий қирғинчилиқ сиясити тоғрисида түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән бирликтә силәргә мәлумат бериш үчүн бу йәргә җәм болдуқ”.

Профессор доктор мәмәт өз әпәнди, баянатида хитай һөкүмитиниң бурундин тартип һәр хил баһаниләр билән районда һәддидин ташқири бесим сиясити елип бериватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк шәрқий түркистан 1949-йилида русларниң ярдәм қилиши билән хитай коммунист партийәси тәрипидин бесивелинған иди. 1955-Йили аптоном районға айландурулған шәрқий түркистан пүтмәс-түгимәс чәклимә, бесим вә зулум елип берилидиған районға айланди. Хитай бу йәрдики бесим сияситини ‛түркистан‚ дегән сөзни чәкләш билән башлиған. Хитай сияситини ‛йәрлик милләтчиликкә қарши туруш‚, ‛пантүркизм вә панисламизмға қарши күрәш қилиш‚, ‛совет иттипақиға бағланғанларға қарши туруш‚ дегәндәк шоарлар билән давамлаштурған. Кейин мәдәнийәт зор инқилаби мәзгилидә еғилға сиғмайдиған бесим вә ассимилятсийә сиясити йүргүзүлгән болуп, мав зедоң өлгәндин кейин, сиртқа ечиветиш сиясити билән уйғур хәлқи бираз раһәтликкә еришкән. 1990-Йили совет иттипақи йимирилгәндин кейин хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан бесим сиясити қайта күчәйгән”.

“түрк оҗақлири” тәшкилати рәиси профессор доктор мәмәт өз әпәнди баянатида “җаза лагерлири” һәққидә тохтилип мундақ деди: “инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәлуматлириға асасланғанда 2017-йили 4-айдин буян из-дерәксиз йоқ болуп кәткән яки хитайниң ‛җаза лагерлири‚да өлтүрүлгән 231 әтрапида зиялий ениқлап чиқилған. Әгәр, бундақла давамлишидиған болса буниң бир ирқий қирғинчилиққа айлиниши мумкиндур”.

Профессор доктор мәмәт өз әпәнди мәтбуат баянатиниң ахирида түркийә вә башқа түркий җумһурийәтләрни хитайға инкас қайтурушқа чақирип мундақ деди: “мустәқил хәлқаралиқ тәшкилатлар оттуриға қойған хитайниң шәрқий түркистанлиқларға елип бериватқан зулумини әйибләймиз. Әгәр, хитай һөкүмити түркийә вә оттура асия түркий җумһурийәтлири билән яхши мунасивәт орнитишни халиса түркийә вә түркий җумһурийәтлири рәһбәрлириниң хитай һөкүмитидин униң шәрқий түркистандики түркий милләтләрниң миллий кимликигә һөрмәт қилиши керәкликини тәләп қилиш мәҗбурийити бар”.

Арқидин дуня уйғур қурултийи муавин рәиси әркин әкрәм әпәнди сөзләп: “уйғур дияриниң түркләрниң ата юрти икәнликини, түркләрниң ата юртидики инсанлар еғир әһвалда қалған бүгүнки күндә хитай һөкүмитигә инкас қайтурулмайватқан болса, у һалда инсанлиқта мәсилә бар икәнлики” ни илгири сүрди.

Арқидин 12 әтрапида тәшкилат бирликтә қурған шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди сөзлиди. У, “түркийә һөкүмитиниң тиҗарәт мәнпәәтини дәп, шәрқий түркистандики трагедийәгә көз юммаслиқи керәклики” ни баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистан хәлқи вә чәтәлдики шәрқий түркистанлиқлар түркийәниң хитайға инкас қайтурушини үмид билән күтмәктә. 50 Миң әтрапида уйғур туруватқан 80 милйон нопусқа игә түркийәдә кишиләр кочиға чиқип намайиш қилмамду? хитайға бирнәрсә демәмду? юқирида оттуриға қоюлған ‛лагер мәсилиси‚дә милйонлиған адәм лагерға ташланған турса, уйғурларниң иппити таҗавузға учраватса, буниңға тиҗарәт мәнпәәтини дәп қарап турушқа боламду? шуңа биз түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййп әрдуғанниң, дөләт бағчәлиниң түркийә парламентида ‛җаза лагерлири‚ мәсилиси тоғрисида музакирә елип берип, хитайға наразилиқ билдүрүшини тәләп қилимиз”.

Мухбирларни күтүвелиш йиғиниға түркләрдин сирт әнқәрә, қәһримән мараш вә истанбулдин кәлгән уйғурларму иштирак қилди. Қәһримән мараштики сүтчи имам университети оқутқучиси доктор алимҗан буғра әпәнди йиғинда лагер мәсилисиниң ихчам вә тәсирлик қилип аңлитилғанлиқини баян қилди.

Йеқиндин бери түркийә парламентидики “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим, мәзкур партийәниң парламенттики вәкили явуз ағирали оғлу, җумһурийәт хәлқ партийәсидин болған парламент әзаси гүрсәл текин вә хәлқ демократийәси партийәсидин болған бир нәпәр парламент әзаси түркийә парламентида “җаза лагерлири” мәсилисини оттуриға қойған болсиму, әмма түркийәдики аммиви тәшкилатлар “җаза лагерлири” мәсилисидә мәхсус баянат бериш йиғини чақирмиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.