Лагер сақчиси: “кадирларму назарәт астида, рухсәтсиз дәрвазидин чиқиш йоқ”
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.11.01
2018.11.01
Қәшқәрдики бир лагер сақчиси билән өткүзүлгән сөһбәтниң бүгүн аңлитилидиған қисмида лагердики кадирларниң сани, вәзиписи вә уларниң бойсунушқа тегишлик түзүмлири һәққидә давам қилиду.
Мәлум болушичә, мәзкур сақчи вәзипә өтигән лагерда һәр бир қәвәттә 10 дин кадир вәзипә өтәйдикән. Кадирлар дәрс өтүштин башқа тутқунлар билән сөһбәт өткүзүш вәзиписини үстигә алидикән. Лагердики кадирларниң пүтүн паалийити камерада көзитилидикән.
Кадирларниңму тутқунларға охшашла өйигә қайтишиға рухсәт берилмәйдиған болуп, пәқәт җиддий әһвал чиқип қалғанда юқири дәриҗилик бир рәһбәрниң язма рухсәтнамисидин кейинла лагер дәрвазисидин чиқишиға йол қоюлидикән.
Юқиридики аваз улинишидин программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.