Д у қ саһибханилиқида мюнхенда чақирилидиған у н п о йиғининиң һазирлиқи пүтти
2014.06.26
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати (у н п о )иҗраийә комитетиниң йиғини д у қ қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң саһибханилиқида 27-июн күни баварийә парламентида чақирилидиған болуп, дуняниң һәрқайси җайлиридин тәклип қилинған мутәхәссисләр, сиясийонлар бүгүн мюнхен шәһиригә топланди.
Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәндиниң бүгүн бәргән мәлуматиға қариғанда, у н п о иҗраийә комитети йиғиниға қатнишиш үчүн тәклип қилинған явропа парламенти, баварийә парламенти вә явропа әллиридики көплигән сиясийонлар, мутәхәссисләр мюнхен шәһиригә йетип кәлгән. Бүгүн кәч меһманлар шәрипигә зияпәт һазирланған болуп, әтә йәни 27-июн күни чүштин бурун баварийә парламентида ечилиш мурасими вә илмий муһакимә йиғини өткүзүлидикән.
“миллий, диний вә тил җәһәттики азсанлиқлар растинила дуня сиясий җуғрапийә шаһмат тахтисидики пичкиму?” намлиқ бу илмий муһакимә йиғиниға уйғур сиясий паалийәтчилири вә уйғур җамаитидин башқа, тибәтликләр, қирим татарлири, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хадимлири, хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати вәкиллири, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вәкиллири қатарлиқ көплигән тәшкилатларниң хадимлири билән биргә йәнә, явропа парламенти вәкиллири, баварийә парламенти вәкиллири һәмдә һәрқайси әлләрдин кәлгән сиясийонлар, мутәхәссисләр қатнишип илмий доклат тәқдим қилидикән.
Биз бу мунасивәт билән, д у қ иҗраийә комитети рәиси, у н п о иҗраийә комитети әзаси долқун әйса әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Диққитиңлар бу сөһбәт хатирисидә болғай.