Қарамай шәһиридә 15 нәпәр уйғур яш қамаққа һөкүм қилинди
2016.06.27
Чәтәлләрдики аммиви учур торидики мәлуматлар вә инкасларға асасланғанда, қарамай шәһиридә туғулуп өскән һәмдә қарамай нефитликидә хизмәт қиливатқан уйғур яшлардин заһир дилмурат, шаһи мәрдан, әнивәр, аблимит абдуләзиз, сәйпулла қатарлиқлар қарамай шәһәрлик дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин 2015-йили 8-айниң 27-күни өйидә вә сиртлардики охшимиған җайларда тутқун қилинған.
Бир һәптә өткәндин кейин, 9-айниң 3-күни абдухелил, абдурахман, муһәммәт әмин, турсунҗан, аблимит, абдурахман, илиҗан, мутәллип қатарлиқ йәнә 10 нәпәр яш тутқун қилған.
Биз бу хәвәрни дәлилләш давамида бу яшларниң бирқисимниң өз-ара тонушмайдиғанлиқини, бу яшлар пәқәт тоғра йолда маңған, бәзилири сақал қойған, намаз өтәйдиған болғачқа йәрлик даириләр тәрипидин нуқтилиқ кишиләр қатарида назарәт қилинғанлиқини өгәндуқ.
Йәрлик даириләр 2016-йили 3-айда бир қетим очуқ сот қилған болуп, бу яшларниң аилә тавабиатлиридин вәкилләр қатнашқан, сотқа елип чиқилған бу яшлар сорақ җәрянида қаттиқ урулған болғачқа, баш қисмиға қара халта кийдүрүп сот мәйданиға елип чиқилған.
Аблимит абдуләзиз өзиниң сорақ җәрянида қаттиқ урулғанлиқини сот мәйданида ашкарилиған.
Түркийәдә яшаватқан бу балиларниң делосидин толуқ хәвири бар, әмма нам шәрипини ашкарилашни халимайдиған ханим қарамай шәһәрлик оттура сотниң 2016-йили 5-айда 15 нәпәр яшқа очуқ сотму ачмай сотниң һөкүмнамисини аилисиниң қолиға бәргән билдүрди.
Һөкүмнамидә 35 яшлиқ заһир дилмурат “террорлуқ тәшкилати қурған”, “террорлуқ тәшкилатларға иқтисад йоллашқа урунған”, “дөләт парчилашқа урунған, башламчилиқ қилған ” дәп 18йиллиқ муддәтлик қамаққа һөкүм қилинған.
Қалған 14нәпәр яшму шу хилдики җинайәтләр билән муддәтлик қамаққа мәһкум қилинған.
Биз тәпсилий мәлумат елиш үчүн қарамай шәһәрлик оттура сот мәһкимисидики бу делониң сотиға қатнашқан сотчи мунирә турахунға телефон қилған болсақму телефунимизни қобул қилмиди.
Биз йәнә қарамай шәһәр аилисидин хәвәр елип беқиш үчүн бир қанчә кишини зиярәт қилип баққан болсақму, улар сирттин киргән телефон контроллуқи вә мухбирлиқимизни билгәндин кейин өзини соалимизға җаваб бериштин қачурди.
Түркийәдә туруватқан бу делодики балиларни йеқиндин тонуйдиған бир ханим исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип соаллиримизға җаваб бәрди.