Д у қ рәһбири рабийә қадир ханим ослода зиярәттә болди

Ихтиярий мухбиримиз оғузхан
2017.08.29
rabiye-qadir-norwegiye-oslo-1.jpg Дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим норвегийәдики уйғурлар билән сөһбәттә. 2017-Йили 19-авғуст, осло.
RFA/Oghuzxan

2017-Йили 19-авғуст күни дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим норвегийәниң пайтәхти ослода зиярәттә болди.

Рабийә қадир ханимниң келиши билән тәң, норвегийә уйғур комитетиниң рәһбәр вә һәйәтлиридин пәрһат яқуп, сәмәт абла, адилҗан қатарлиқлар норвегийәдики уйғурларға вакалитән айродромға чеқип қарши алди.

Шуниң билән биргә, пайтәхт ослоға җайлашқан “норвегийә ислам мәдәнийәт мәркизи” мәсчитидә 19-авғуст күни шәнбә саәт 3:00 тин саәт 5:30 гичә йиғилиш паалийити болди. Бу паалийәткә норвегийәдики уйғур җамаитидин 50 кә йеқин киши иштирак қилди.

Рабийә қадир ханим бу қетимқи норвегийә сәпиридә өзиниң норвегийәгә келиш мәқситини қисқичә баян келип өтти. Норвегийә уйғур комитетиниң рәһбәрлири рабийә қадир ханимға атап тәбрик сөзи қилди вә өзлириниң комитет сайлимидин кейинки хизмәт доклатини рабийә қадир ханимға тәпсилий аңлатти.

“норвегийә ислам мәдәнийәт мәркизи” һәйити вә җамаәт чоңлиридин мәмтимин һаҗим рабийә қадир ханимниң норвегийәгә зиярәткә кәлгәнликини қизғин қарши алидиғанлиқини вә бу қетимқи сәпириниң оңушлуқ болушини үмид қилди.
Биз рабийә қадир ханимниң бу қетимлиқ паалийитиниң мәқсити вә қилмақчи болған ишлирини тәпсилий билиш үчүн рабийә қадир ханимни зиярәт қилдуқ.

Рабийә қадир ханим билән болған сөһбитимиздә, рабийә қадир ханим өзиниң норвегийәгә келиш мәқситини қисқичә чүшәндүрүп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.